8
Шундақ болдики, Самуил қериғанда оғуллирини Исраилға һаким қилип қойди. Униң тунҗисиниң исми Йоел болуп, иккинчисиниң исми Абияһ еди. Булар Бәәр-Шебада һакимлиқ қилди. Лекин оғуллири униң йоллирида жүрмәйтти, бәлки мәнпәәтни көзләп езип, париларни йәп, һәқ-наһәқни астин-үстүн қилди.
У вақитта Исраилниң һәммә ақсақаллири Рамаһда җәм болуп Самуилниң қешиға келип униңға: — Мана сән қеридиң, оғуллириң болса сениң йоллириңда жүрмәйду. Барлиқ әлләрдә болғандәк үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин, деди.
Уларниң «Үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин» дегини Самуилниң көңлигә еғир кәлди. Самуил Пәрвәрдигарға дуа қиливиди, Пәрвәрдигар Самуилға җававән: — Хәлиқ саңа һәр немә ейтса уларға қулақ салғин; чүнки улар сени әмәс, бәлки «Үстимизгә падиша болмисун» дәп Мени ташлиди. Мән уларни Мисирдин чиқарған күндин тартип бүгүнки күнгичә улар шундақ ишларни қилип, Мени ташлап башқа илаһларға ибадәт қилип кәлгән. Әнди улар саңа һәм шундақ қилиду. Шуниң үчүн уларниң сөзигә униғин. Лекин уларни қаттиқ агаһландуруп кәлгүсидә уларниң үстидә сәлтәнәт қилидиған падишаниң уларни қандақ башқуридиғанлиғини билдүргин, деди.
10  Самуил өзидин бир падиша сориған хәлиққә, Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисини дәп бәрди.
11  У: — Үстүңларда сәлтәнәт қилидиған падишаниң тутидиған йоли мундақ болиду: — У оғуллириңларни өз ишиға қоюп, җәң һарвулирини һайдашкә, атлиқ әскәрлири болушқа салиду; улар униң һарвулириниң алдида жүгүриду; 12  уларни өзи үчүн миң беши вә әллик беши болушқа, йерини һайдашкә, һосулини орушқа, җәң қураллири билән һарву әсваплирини ясашқа салиду. 13  Қизлириңларни әтир ясашқа, тамақ етишкә вә нан йеқишқа салиду. 14  Әң есил зиминлириңлар, үзүмзарлириңлар билән зәйтунлуқлириңларни тартивелип өз хизмәткарлириға бериду. 15  У уруғуңлардин, үзүмзарлириңларниң һосулидин ондин бир үлүшини өзиниң ғоҗидарлири вә хизмәткарлириға бөлүп бериду. 16  У қуллириңлар, дедәклириңлар, әң келишкән жигитлириңларни вә ешәклириңларни өз ишиға салиду. 17  У қойлириңлардин ондин бир үлүшини алиду; силәр униң қул-хизмәткарлири болисиләр. 18  Силәр у күндә өзүңларға таллиған падиша түпәйлидин пәряд көтирисиләр; лекин Пәрвәрдигар у күнидә силәргә қулақ салмайду, деди.
19  Хәлиқ болса Самуилниң сөзигә қулақ салмай: — Яқ, бәлки үстимизгә сәлтәнәт қилидиған бир падиша болсун, деди. 20 —Шундақ қилип биз башқа һәр бир әлләргә охшаш болимиз; бизниң падишасимиз үстимиздин һөкүм чиқирип, бизни башлайду вә биз үчүн җәң қилиду, деди.
21  Самуил хәлиқниң һәммә сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарға йәткүзди. 22  Пәрвәрдигар әнди Самуилға: — Сән уларниң сөзигә қулақ селип, уларға бир падиша бекиткин, деди. Самуил Исраилларға: — Һәр бириңлар өз шәһириңларға қайтиңлар, деди.
 
 
8:3 Мис. 18:21; Қан. 16:19. 8:5 Һош. 13:10; Рос. 13:21. 8:6 1Сам. 12:17. 8:15 «уруғуңлар» — бәлким ашлиқниң өзини көрситиши мүмкин. «өзиниң ғоҗидарлири вә хизмәткарлириға ...» — яки «өзиниң ағватлири вә хизмәткарлириға ...». 8:21 «Самуил ... сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарға йәткүзди» — ибраний тилида «Самуил ... сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарниң қулиқиға қайтилап бәрди».