7
Исраиллар Филистийләр билән йәнә соқушиду
Шуниң билән Кириат-Йеаримдики адәмләр келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқип, дөңниң үстидики Абинадабниң өйидә қойди вә униң оғли Әлиазарни әһдә сандуғиға қарашқа Пәрвәрдигарға атап бекитти. Әһдә сандуғи Кириат-Йеаримда қоюлғандин тартип узун вақит, йәни жигирмә жил өтти. Исраилниң пүткүл җәмәти Пәрвәрдигарни сеғинди.
Вә Самуил Исраилниң пүткүл җәмәтигә: — Әгәр пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарниң йениға қайтип, ятларниң илаһлири билән Аштаротларни өз араңлардин йоқитип, көңлүңларни Пәрвәрдигарға бағлап, хас Униң ибадитидила болсаңлар У силәрни Филистийләрниң қолидин қутқузиду, деди.    Шуниң билән Исраил Бааллар билән Аштаротларни ташлап хас Пәрвәрдигарниң ибадитидила болди.
Андин Самуил: — Пүткүл Исраилни Мизпаһ шәһиригә җәм қилсаңлар, мән силәр үчүн Пәрвәрдигарниң алдида дуа қилай, деди. Әнди улар Мизпаһқа җәм болуп, у йәрдә су тартип уни Пәрвәрдигар алдиға қуйди вә у күни роза тутуп: — Биз Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилдуқ, деди. Шуниң билән Самуил Мизпаһта Исраилларниң әрз-дәвалири үстидин һөкүм чиқарди.
Филистийләр Исраилларниң Мизпаһда җәм болғинини аңлиди; Филистийләрниң ғоҗилири Исраил билән җәң қилғили чиқти. Исраиллар буни аңлап Филистийләрдин қорқти. Исраиллар Самуилға: — Биз үчүн Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Филистийләрниң қолидин қутқузуши үчүн униңға нида қилиштин тохтимиғин, деди. Самуил анисини емиватқан бир қозини елип толуқ бир көйдүрмә қурбанлиқ қилип Пәрвәрдигарға сунди; Самуил Исраилниң һәққидә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар дуасини аңлиди. 10  Самуил көйдүрмә қурбанлиқ қиливатқанда Филистийләр Исраил билән соқушқили йеқинлап кәлди. Лекин Пәрвәрдигар шу күни Филистийләрниң үстигә қаттиқ гүлдүрмама гүлдүрлитип уларни алақзадә қиливәтти; шуниң билән улар Исраил алдида тар мар болди. 11  Исраиллар Мизпаһтин чиқип уларни Бәйт-Карниң түвигичә қоғлап қирди.
12  У вақитта Самуил бир ташни елип, уни Мизпаһ билән шәнниң оттурисида тикләп: — «Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Әзәр дәп атиди.  
13  Шуниң билән Филистийләр бесиқип Исраилниң зиминиға йәнә таҗавуз қилмиди; Самуил һаким болған барлиқ күнләрдә Пәрвәрдигарниң қоли Филистийләрниң үстигә қарши болди; 14  шундақ қилип Әкрондин тартип Гатқичә Филистийләр Исраилдин еливалған шәһәрләрниң һәммиси Исраилға яндурулди; шәһәрләргә тәвә зиминларниму Исраил Филистийләрниң қолидин яндуруп алди. Буниңдин башқа Исраил билән Аморийлар оттурисида течлиқ болди.
15  Самуил болса пүтүн өмридә Исраилни сориди. 16  Һәр жили у Бәйт-Әл, Гилгал вә Мизпаһларни айлинип, мошу йәрләрдә Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. 17  Андин у Рамаһқа йенип баратти; чүнки униң өйи шу йәрдә еди һәм у у йәрдиму Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. У у йәрдиму Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиған еди.
 
 
7:1 2Сам. 6:4. 7:3 «Аштаротлар» — яки «Ашәраһлар» — алаһидә дәрәқләр билән мунасивәтлик аял бутларни көрситиду; дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди. 7:3 Қан. 6:13; 10:20; Мат. 4:10; Луқа 4:8 7:6 «...Самуил ... Исраил хәлқиниң әрз-дәвалириниң үстидин һөкүм чиқарди» — Самуил пәйғәмбәр Исраил үстигә һөкүм сүргән «батур һакимлар» яки «қутқузғучи батурлар»ниң әң ахирқиси еди. 7:10 Йә. 10:10. 7:12 «Самуил бир ташни елип... Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Әзәр дәп атиди» — «Әбән-Әзәр» дегәнниң мәнаси: «ярдәм теши». 7:12 1Сам. 4:1. 7:17 1Сам. 8:4.