26
Давут Саулни йәнә рәһим қилип аяйду
Әнди Зифлиқлар Гибеаһға Саулниң қешиға келип: — Давут Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигигә йошурунувапту әмәсму? — деди.
Саул қопуп Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип, Зиф чөлидә Давутни издигили у йәргә барди. Саул болса йол бойида, Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигидә чедир тикти. Давут чөлдә турувататти; у Саулниң чөлгә өз кәйнидин чиққинидин хәвәр тапқанда Давут пайлақчиларни маңдуруп Саулниң растла кәлгәнлигини билди. Давут қопуп Саул чедир тиккән җайға барди; у Саул билән қошун сәрдари, Нәрниң оғли Абнәр ятқан йәрни көрди. Саул болса қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди, адәмлири чедирлирини униң әтрапиға тиккән еди.
Давут әнди Һиттийлардин болған Ахимәләк вә Йоабниң иниси Зәруияниң оғли Абишайға: — Ким мән билән ләшкәргаһға чүшүп, Саулниң йениға бариду? — дәп сориди. Абишай: — Мән сениң билән барай, деди.
Шуниң билән Давут вә Абишай кечидә қошун бар йәргә беривиди, мана Саул қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди; униң нәйзиси тәкийисиниң йенида йәргә қадақлиқ туратти; Абнәр билән адәмлири униң әтрапида ятатти. Абишай Давутқа: — Худа бүгүн дүшминиңни қолуңға тапшурди. Сәндин өтүнимәнки, маңа нәйзә билән бирла санҗип уни йәргә қадап қоюшқа иҗазәт бәргәйсән! Икки қетим санҗишимниң лазими йоқтур, деди.
Давут Абишайға: — Уни йоқатмиғин. Ким Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғиниға қол узитип гунаға тартилмиған? — деди.
10  Давут йәнә: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар җәзмән уни уриду; я униң өлидиған күни келиду я у җәңгә чүшүп һалак болиду. 11  Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишидин сақлиғай! Амма униң бешидики нәйзә билән су идишини алғин, андин кетәйли, деди. 12  Шуниң билән Давут нәйзә билән идишни Саулниң бешиниң йенидин елип, иккиси чиқип кәтти. Амма һеч ким көрмиди, туюпму қалмиди һәм ойғинип кәтмиди, бәлки һәммиси ухлавәрди; чүнки Пәрвәрдигар бир қаттиқ уйқини уларниң үстигә чүшүргән еди.
13  Давут удулдики тәрәпкә өтүп жирақрақ бир дөңниң төписидә турди; уларниң арилиғи жирақ еди. 14  Давут қошун билән нәрниң оғли Абнәргә товлап: — Җавап бәрмәмсән, и Абнәр! — деди. Абнәр: — Падишаһға товлиғучи ким сән? — деди.
15  Давут Абнәргә: — Сән батур әмәсму? Исраилда саңа ким тәң келәләйду? Немишкә ғоҗаң падишани қоғдимидиң? Чүнки хәлиқтин бир киши ғоҗаң падишани һалак қилғили кирипту. 16  Сениң бундақ қилғиниң яхши әмәс! Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар мәсиһ қилған ғоҗаңларни қоғдимиғанлиғиңлар үчүн өлүмгә лайиқ болдуңлар. Әнди падишаниң нәйзиси вә бешиниң йенидики су идишиниң қәйәрдилигигә қарап беқиңлар, деди.
17  Саул Давутниң авазини тонуп: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут! — деди. Давут: — И ғоҗам падиша, бу мениң авазимдур, деди. 18  У йәнә: — Немишкә ғоҗам өз қулини мундақ қоғлайду? Мән немә қилиптимән? Қолумда немә яманлиқ бар? 19  Әнди ғоҗам падиша өз қулиниң сөзигә қулақ салғай. Пәрвәрдигар силини маңа қарши қозғатқан болса бир һәдийә-қурбанлиқ униң көңлини рази қилғай; лекин инсан балилири болса, улар Пәрвәрдигарниң алдида ләнәткә қалсун, чүнки уларниң әнди мени Пәрвәрдигарниң мирасидин бәһримән болуштин мәһрум қилип, мени башқа илаһларға ибадәт қил, дегини болиду. 20  Әнди мениң қеним Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәргә төкүлмисун; чүнки тағларда бир кәкликни овлиғандәк Исраилниң падишаси бир ялғуз бүргини издигили чиқипту, деди.
21  Саул: — Мән гуна қилдим; йенип кәлгин и оғлум Давут; мениң җеним бүгүн көзлириңдә әзиз саналғини үчүн мән саңа бундин кейин һеч зиян-зәхмәт йәткүзмәймән; мана, ахмақлиқ қилдим, бәк езиптимән, деди.
22  Давут җавап берип: — Мана падишаниң нәйзиси, ғуламлардин бири келип уни яндуруп алсун. 23  Пәрвәрдигар һәр адәмниң һәққанийлиғи билән садиқлиғиға қарап яндурғай. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар силини мениң қолумға тапшурди, лекин мән Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишни халимидим. 24  Мана, бүгүн силиниң җанлири мениң көзлиримдә әзиз болғандәк мениң җеним Пәрвәрдигарниң көзидә әзиз болғай, у мени һәммә аваричиликтин қутқузғай, деди.
25  Саул Давутқа: — Әй оғлум Давут, бәрикәтләнгәйсән. Сән җәзмән улуқ ишларни қилисән, ишлириң җәзмән раваҗлиқ болиду, деди. Андин Давут өз йолиға кәтти, Саулму өз җайиға йенип барди.
 
 
26:19 «... Пәрвәрдигар силини маңа қарши қозғатқан болса бир һәдийә-қурбанлиқ униң көңлини рази қилғай...» — мәнаси: (1) Давут мәлум яманлиқ қилған болса, Пәрвәрдигар уни қурбанлиқ арқилиқ кәчүрүм қилиду; (2) Пәрвәрдигар Саулни җазалаш үчүн уни Давутқа қарши чиқишқа қозғиған болса, шүбһисизки, у қурбанлиқ арқилиқ Саулни кәчүрүм қилиду. «чүнки уларниң әнди мени Пәрвәрдигарниң мирасидин бәһримән болуштин мәһрум қилмақчи...» — мошу йәрдә «Пәрвәрдигарниң мираси»: (1) Худа Исраилға вәдә қилған Қанаан зиминини; (2) Худаниң ибадәт чедиридики түзүми арқилиқ болған көп имтиязлардин, җүмлидин каһин-лавийлар арқилиқ Худаниң тәлим-каламини аңлаштин бәһримән болушни өз ичигә алиду. «уларниң мени башқа илаһларға ибадәт қил, дегини болиду» — Давут өзи Исраилниң зиминидә турмиған болғачқа, Худаниң ибадәт чедириға баралмайду. 26:20 1Сам. 24:15