25
Самуил өлиду
Самуил өлди. Пүткүл Исраил жиғилип униң үчүн матәм тутти; улар уни униң Рамаһдики өйидә дәпнә қилди. Давут болса қопуп Паран чөлигә барди.
 
Давут, Набал, Абигаил
Әнди тирикчилиги Кармәлдә болған, Маонда олтирақлиқ бир адәм бар еди. Бу киши бәк бай болуп үч миң қой, бир миң өшкиси бар еди. У өз қойлирини Кармәлдә қирқивататти. У адәмниң исми Набал болуп, аялиниң исми Абигаил еди; аяли һәм пәм-парасәтлик һәм әпт-турқи чирайлиқ, лекин ери қаттиқ қол вә рәзил еди; у Каләбниң әвладидин еди.
Давут чөлдә туруп Набалниң өз қойлирини қирқийдиғанлиғини аңлап Он яш жигитни у йәргә маңдуруп уларға: — Силәр Кармәлгә чиқип Набалниң қешиға берип, мәндин униңға салам ейтиңлар. Униңға: — «Яшиғайсән; сизгә теч-аманлиқ болғай, өйиңизгә теч-аманлиқ болғай, һәммә барлиғиңизға теч-аманлиқ болғай! Мән қирқиғучиларниң сиздә иш башлиғанлиғини аңлидим. Сизниң падичилириңиз биз тәрәпләрдә турғанда уларға һеч зәхмә йәткүзмидуқ; биз Кармәлдә турған вақитта уларниң һеч тәрсиси жүтүп кәтмиди. Өз жигитлириңиздин сорисиңиз улар сизгә дәп бериду. Шуңа биз қутлуқ бир күнидә кәлдуқ, шуңа жигитлиримиз нәзириңиздә илтипат тапсун; өз қолиңизға немә чиқса шуни кәминилириңизгә вә оғлиңиз Давутқа немә чиқса шуни бәргәйсиз», дәңлар, — деди.
Давутниң жигитлири у йәргә берип бу гәпләрниң һәммисини Давутниң намида униңға ейтип андин җим туруп сақлиди.
10  Набал Давутниң хизмәткарлириға җавап берип: — Давут дегән ким? Йәссәниң оғли дегән ким? Бу күнләрдә өз ғоҗилирини ташлап кетиватқан хизмәткарлар тола. 11  Мән өзүмниң йемәк-ичмәклиримни вә жуң қирқуғучилиримға сойған гөшни кәлгән җайи намәлум болған кишиләргә берәмдим? — деди.
12  Давутниң жигитлири кәлгән йолиға йенип кәтти. Йенип келип улар Давутқа һәммә гәпни дәп бәрди. 13  Давут өз адәмлиригә: — Һәр бириңлар өз қиличиңларни есиңлар, деди. Шуниң билән һәр бири өз қиличини тасмисиға асти, Давутму өз қиличини асти. Андин төрт йүзчә адәм Давут билән чиқти, вә икки йүз киши җабдуқлар билән қалди. 14  Амма Набалниң хизмәткарлиридин бири униң аяли Абигаилға: — Давут әлчиләрни чөлдин ғоҗимизға салам беришкә әвәткән екән; лекин у уларни тиллап кайип кәтти. 15  Бу адәмләр болса, бизгә көп яхшилиқ қилған. Биз далада уларниң йенида жүргән вақитлиримизда бизгә һеч яманлиқ кәлмиди, бизниң һеч нәрсимизму жүтүп кәтмигән еди. 16  Биз уларға йеқин җайда қой баққан вақитта улар кечә-күндүз бизгә сепилдәк болған еди. 17  Әнди бу иштин хәвәрдар болдила, қандақ қилиш керәклигини ойлишип баққайла. Болмиса, ғоҗимизға вә пүткүл өйдикилиригә бир бала-қаза кәлмәй қалмайду. У шунчә каҗ бир адәмки, һеч ким униңға сөз қилишқа петиналмайду, деди.
18  Абигаил дәрһал икки йүз нан, икки тулум шарап, бәш пиширилған қой, бәш сеаһ қомач, бир йүз кишмиш пошкили, икки йүз әнҗир пошкили елип ешәкләргә артип 19  өз жигитлиригә: — Мениң алдимда бериңлар; мана, мән кәйниңлардин барай, деди. Лекин у өз ери Набалға бу ишни демиди. 20  У өз ешигигә минип тағниң етигидин чүшкәндә, мана Давут адәмлири билән униң удулиға чүшүп униң билән учрашти.
21  Давут әслидә: — Мән бу кишиниң мелини чөлдә бекардин бекар қоғдап, униң барлиғидин һеч немини жүтүргүзмигән едим; лекин у яхшилиқниң орнида маңа яманлиқ қилди. 22  Униң адәмлиридин әтигичә бирәр әркәкни қалдуруп қойсам, Худа мән Давутни униңдинму артуқ җазалиғай, дегән еди. 23  Абигаил Давутни көрүп, алдирап ешәктин чүшүп, Давутниң алдида жиқилип йүзини йәргә йеқип тазим қилди; 24  униң путлириға есилип мундақ деди: — «И ғоҗам, бу қәбиһлик маңа һесаплансун; әнди шуни өтүнимәнки, дедәклириниң силигә сөз қилишиға иҗазәт қилип, дедиклириниң сөзигә қулақ салғайла: — 25  өтүнимәнки, ғоҗам бу рәзил адәм Набалға писәнт қилмиғайла; чүнки униң мүҗәзи худди исмиға охшаштур; униң исми «каҗ», дәрвәқә униңда каҗлиқ толиму еғирдур. Лекин мән дедәклири болса ғоҗам әвәткән жигитләрни көрмидим. 26  Әнди и ғоҗам, Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң җениң билән қәсәм ичимәнки, Пәрвәрдигар силини өз қоллири билән қан төкүп интиқам елиштин сақлиди. Әнди дүшмәнлириму, сили ғоҗамға яманлиқ қилмақчи болғанларму Набалға охшаш болсун. 27  Әнди дедәклири ғоҗамға елип кәлгән бу соғат болса ғоҗамға әгәшкән жигитләргә тәқсим қилинсун.
28  Силидин өтүнимәнки, дедәклириниң сәһвәнлигини кәчүргәйла; чүнки сили, и ғоҗам Пәрвәрдигарниң җәңлирини қилип кәлгәнлири үчүн, барлиқ күнлиридә силидә яманлиқ тепилмиғини үчүн Пәрвәрдигар җәзмән җәмәтлирини мәзмут қилиду. 29  Бириси қопуп силини қоғлап җанлирини издисә, сили ғоҗамниң җени Пәрвәрдигар Худалириниң қешидики тирикләр халтиси ичидә орилип сақлиниду, лекин дүшмәнлириниң җанлирини болса, у салғуға селип чөрүп ташлайду.
30  Әнди Пәрвәрдигар сили ғоҗам тоғрисида ейтқан барлиқ яхши вәдилиригә әмәл қилип, силини Исраилға баш қилғанда шундақ болидуки, 31  сили ғоҗамниң наһәқ қан төкмигәнликлири яки өз интиқамлирини алмиғанлиқлири үчүн көңүллиригә путликашаң яки дәрд болмайду. Вә Пәрвәрдигар ғоҗамға нусрәт бәргинидә сили өз дедәклирини яд қилғайла».
32  Давут Абигаилға: — Сени бүгүн мениң билән учришишқа әвәткән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай! 33  Әнди әқил-параситиңгә барикалла, саңиму барикалла! Чүнки сән бүгүн мени өз қолум билән қан төкүп интиқам елиштин тостуң.
34 Лекин мени саңа зиян-зәхмәт йәткүзүштин сақлиған Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, сән мениң алдимға тезлинип кәлмигән болсаң, Набалниң адәмлиридин һеч әркәк әтигичә тирик қалмас еди, деди.
35  Андин Давут униң өзигә кәлтүргән нәрсилирини қолидин тапшуруп елип униңға: — Теч-аман өйүңгә барғин, мана сөзлириңгә қулақ селип, көңлүңни қобул қилдим, деди.
36  Абигаил Набалниң қешиға кәлди; мана, у өйидә шаһанә зияпәттәк бир зияпәт өткүзүвататти. Набал көңлидә хошал еди вә интайин мәс болуп кәткән еди. Шуңа Абигаил әтиси таң атқичә униңға һеч немә демиди. 37  Лекин әтиси Набал мәсликтин йешилгәндә аяли униңға болған вақиәләрни дәп беривиди, униң жүриги өлгәндәк болуп, өзи таштәк болуп қалди. 38  Вә шундақ болдики, тәхминән он күндин кейин Набални Пәрвәрдигар урди вә у өлди.
39  Давут Набалниң өлгинини аңлап: — Пәрвәрдигар мубарәктур. Чүнки У мән Набалдин тартқан һақарәт үчүн дәвайимни сорап Өз қулини яманлиқтин сақлиди; әксичә Пәрвәрдигар Набалниң яманлиғини өз бешиға яндурди, деди. Андин Абигаилни өз әмримгә алай дәп, униңға сөз қилғили әлчи маңдурди. 40  Давутниң хизмәткарлири Кармәлгә Абигаилниң қешиға келип униңға: — Сени әмримгә алай дәп Давут саңа сөз қилғили бизни әвәтти, деди.
41  Абигаил болса қопуп йүзини йәргә тәккидәк тазим қилип: — Мана, дедигиң ғоҗамниң хизмәткарлириниң путлирини жуюшқа қул болсун, деди. 42  Андин Абигаил шу һаман өзигә һәмраһ болған бәш чөриси билән ешәккә минип Давутниң әлчилириниң кәйнидин берип, униң аяли болди.
43  Давут Йизрәәллик Аһиноамни һәм хотунлуққа алған еди. Шуниң билән бу иккиси униңға хотун болди.
44  Лекин Саул Давутқа хотун қилип бәргән қизи Миқални Галлимдики Лаишниң оғли Фалтиға хотунлуққа бәргән еди.
 
 
25:1 1Сам. 28:3 25:3 «У адәмниң исми Набал болуп...» — «Набал»ниң мәнаси «ахмақ, қопал». 25:11 «йемәк-ичмиким» — ибраний тилида «неним вә сүйүм». 25:17 «У шунчә каҗ бир адәмки...» — ибраний тилида «У Белиалниң (Шәйтанниң) шундақ бир оғлиги...». 25:18 «бәш сеаһ қомач» — «сеаһ» үчтин бир әфаһ, йәни ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги еди, тәхминән 9 литр. 25:22 «Униң адәмлиридин әтигичә бирәр әркәкни қалдуруп қойсам...» — мошу йәрдә «бирәр әркәк» ибраний тилида «тамға қарап бирәр сийгүчи» билән ипадилиниду. «Худа мән Давутни униңдинму артуқ җазалиғай» — яки «Худа Давутниң дүшмәнлиригә униңдинму артуқ қилғай» (бәзи кона көчүрмиләрдә шундақ йезилиду). 25:25 «ғоҗам бу рәзил адәм Набал» — ибраний тилида «ғоҗам белиалниң (Шәйтанниң) бу оғли Набал» дейилиду. «униң исми «каҗ», дәрвәқә униңда каҗлиқ толиму еғирдур» — ибраний тилида «Набал» дегәнниң мәнаси «каҗ». 25:34 «Набалниң адәмлиридин һеч әркәк әтигичә тирик қалмас еди» — мошу йәрдә «әркәк» ибраний тилида «тамға қарап сийгүчи» билән ипадилиниду. 25:41 «Мана, дедигиң ғоҗамниң хизмәткарлириниң путлирини жуюшқа қул болсун» — Исраилда вә оттура шәриқтә шундақ адәт барки, өйгә меһман кәлсә, саһибхан яки хизмәткарлири уларниң путлирини жуйиду. 25:44 2Сам. 3:15