92
92-күй •••• Пәрвәрдигар қудрәтлик һөкүмрандур
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
У һәйвәтни кийим қилип кийгән;
Пәрвәрдигар кийингән,
У белини қудрәт билән бағлиған;
Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған,
У тәврәнмәс әсла.
Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған;
Сән әзәлдин бар болғучисән!
Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар,
Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди!
Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!
Көп суларниң шавқунлиридин,
Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин,
Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!
Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур!
Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар,
Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.
 
 
92:4 «Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлар» — «долқунлар» ибраний тилида «чеқивәткүчиләр».