91
91-күй •••• Мәдһийә
1-2 Шабат күни үчүн бир күй-нахша: —
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиш,
Намиңни күйләш әладур, и Һәммидин Алий Болғучи!
3 Өзгәрмәс муһәббитиңни сәһәрдә,
Кечиләрдә болса, һәқиқәт-садақитиңни җакалаш,
4 Он тарлиқ саз вә равабни челип,
Чилтар билән муңлуқ аһаңда челиш әладур!
5 Чүнки Сән Пәрвәрдигар, Өз қилғиниң арқилиқ мени хурсән қилдиң,
Қоллириңниң қилғанлири билән мән роһлинип нахша ейтимән.
6 Пәрвәрдигар, қилған ишлириң немидегән улуқдур!
Ойлириң наһайити чоңқурдур!
7 Беғәм киши буни билмәс,
Һамақәт буни чүшәнмәс,
8 Рәзилләр от-чөптәк айниғанда,
Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси гүлләнгәндә,
Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур!
9 Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, әбәдил-әбәт үстүн турисән.
10 Чүнки мана дүшмәнлириң, и Пәрвәрдигар,
Мана дүшмәнлириң йоқилиду;
Барлиқ қәбиһлик қилғучилар тирипирән қиливетилиду!
11 Мүңгүзүмни явайи буқиниңкидәк көтирисән;
Бешим йеңи май сүркәп, мәсиһ қилиниду.
12 Мени қәст қилғанларниң мәғлубийитини өз көзум көриду;
Маңа қаршилишишқа қозғалған рәзиллик қилғучиларниң тән бәргәнлигиниму қулиқим аңлайду.
13 Һәққаний адәм хорма дәриғи кәби гүлләп-яшнайду;
У Ливандики кедр дәриғидәк өсиду.
14 Пәрвәрдигарниң өйигә тикилгәнләр,
Худайимизниң һойлилирида гүллиниду;
15 Улар қериғандиму йәнә мевә бериду,
Сулуқ һәм йешил улар;
16 Шуниң билән улар Пәрвәрдигар дурустур, дәп испатлайду;
У мениң қорам тешимдур,
Униңда һеч наһәқлик йоқтур!