136
136-күй •••• Бабилда сүргүн болушниң дәрд-әлими
1 Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ;
Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
2 Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
3 Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди;
Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: —
«Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти. ◘
4 Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5 Әй Йерусалим, мән сени унтусам,
Оң қолум маһаритини унтусун! ◼
6 Сени әслимисәм,
— Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм —
Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7 И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән;
Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар,
Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти. ◘
8 И булиниш алдида турған Бабил қизи,
Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур! ◘
9 Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!
 
 
◘ 136:3 Зәб. 78:1 ◼ 136:5 «Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!». ◘ 136:7 Йәр. 49:7; Әз. 25:12 ◘ 136:8 Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6