135
135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◼
3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
9 Кечини башқуридиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
13 Қизил Деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15 Қизил Деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◘
22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24 Бизни әзгәнләрдин Қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; ◼  ◘
25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!
 
 
◼ 135:2 «Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң. ◘ 135:5 Яр. 1:1 ◘ 135:6 Зәб. 23:1-2 ◘ 135:7 Яр. 1:14 ◘ 135:8 Яр. 1:16 ◘ 135:10 Мис. 12:29; Зәб. 77:43,51 ◘ 135:11 Мис. 12:31,51; 13:3,17 ◘ 135:12 Мис. 6:6 ◘ 135:13 Мис. 14:21,22; Зәб. 77:13 ◘ 135:15 Мис. 14:24 ◘ 135:16 Мис. 15,16,17,19; Зәб. 77:52 ◘ 135:17 Чөл. 21:24,25,34,35; Йә. 12:1; Зәб. 134:10,11 ◘ 135:20 Қан. 3:1-7 ◘ 135:21 Йә. 12:6 ◼ 135:24 «Қутулдурғучи» — ибраний тилида «Жиртип чиққучи». ◘ 135:24 Лам. 5:8