111
111-күй •••• Худадин әйминидиған киши •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигардин әйминидиған,
Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!
2 Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду;
Дурусларниң дәври бәхитлик болиду.
3 Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду;
Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4 Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду;
У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур.
5 Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду;
У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду.
6 Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду;
Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду.
7 У шум хәвәрдин қорқмайду;
Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған.
8 Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду;
Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду.
9 У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан,
Йоқсулларға бериду;
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду;
Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду.
10 Рәзил адәм буни көрүп чидимайду,
Чишлирини ғуҗурлитиду, у ерип кетиду;
Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду.