4
4-мунаҗат — Харабилик ичидә турған Йерусалим
|א| (Аләф) Аһ! Алтун шунчә җуласиз болуп кәтти!
Сап алтун шунчә тутуқ болуп кәтти!
Муқәддәс өйдики ташлар һәр бир кочиниң бешиға төкүлүп чечилди!
|ב| (Бәт) Зионниң оғуллири шунчә қиммәтлик,
Сап алтунға тегишкүсиз еди,
Һазир сапал козилардәк,
Сапалчиниң қоли ясиғанлиричиликму қиммити йоқ дәп қариливатиду!
|ג| (Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду;
Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди.
|ד| (Даләт) Бовақниң тили уссузлуқтин таңлийиға чаплишиватиду;
Кичик балилар нан тилимәктә,
Һеч ким уларға уштуп бәрмәйватиду.
|ה| (Хе) Назу-немәтләрни йәп көнгәнләр кочиларда сарғийип жүриду;
Сөсүн кийим кийдүрүлүп чоң қилинғанлар тезәкликни қучағлап йетиватиду.
|ו| (Вав) Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур;
Чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди.
|ז| (Заин) Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, тени қизил яқутлардин пақирақ еди,
Тәқи-турқи көк яқуттәк еди.
|ח| (Хәт) Һазир чирайлири қурумдин қара;
Кочиларда кишиләр тоналмиғидәк болуп қалди;
Бир терә-бир устихан болуп қалди;
У қақшаллишип яғачтәк болуп кәтти.
|ט| (Тәт) Қиличта өлтүрүлгәнләр қәһәтчиликтә өлгәнләрдин бәхитликтур;
Чүнки улар қақшал болуп кәтмәктә,
Тупрақниң мевилири болмиғачқа жиқитилмақта.
10 |י| (Йод) Бағри юмшақ аяллар өз қоллири билән балилирини қайнитип пишарди;
Хәлқимниң қизи набут қилинғинида балилар уларниң гөши болуп қалди.
11 |כ| (Каф) Пәрвәрдигар қәһрини чүшүрүп пиғандин чиқти,
Отлуқ ғәзивини төкти;
Зионда бир от йеқип,
Униң һуллирини жутувәтти.
12 |ל| (Ламәд) Йәр йүзидики падишалар вә җаһанда барлиқ туруватқанлар болса,
Нә күшәндә нә дүшмәнниң Йерусалимниң қовуқлиридин бөсүп киридиғанлиғиға ишәнмәйтти.
13 |מ| (Мәм) Һалбуки, пәйғәмбәрлириниң гуналири түпәйлидин,
Каһнлириниң қәбиһликлири түпәйлидин,
Уларниң Зионда һәққанийларниң қанлирини төккәнлиги түпәйлидин,
— Бу иш бешиға чүшти!
14 |נ| (Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә,
Улар қанға булғанғанки,
Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду.
15 |ס| (Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта.
Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти;
Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду.
16 |פ| (Пе) Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти;
У уларни қайта нәзиригә алмайду;
Каһинларниң һөрмити қилинмиди,
Яшанғанларму һеч меһриванлиқ көрмиди.
17 |ע| (Айин) Көзимиз ярдәмни беһудә күтүп һалидин кәтти;
Дәрвәқә бизни қутқузалмиған бир әлни күтүп күзәт мунарлиримизда туруп кәлдуқ.  
18 |צ| (Тсадә) Дүшмәнлиримиз изимиздин қоғлап жүрди;
Шуңа кочиларда жүрәлмәйттуқ;
Әҗилимиз йеқинлашти, күнлиримиз тошти;
Чүнки әҗилимиз кәлди!
19 |ק| (Коф) Пейимизгә чүшкәнләр асмандики бүркүтләрдин иштик;
Тағлардиму бизни қоғлап жүгүрди,
Баявандиму бизни бөктүрмидә пайлашти.
20 |ר| (Рәш) Җенимизниң нәпәси болған, Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини уларниң ора-қапқанлирида тутулди;
Биз у тоғрисида: «униң сайисидә әлләр арисида яшаймиз» дәп ойлидуқ!

21 |ש| (Шийн) И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин!
Лекин бу җаза қәдәһи саңиму өтиду;
Сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!
22 |ת| (Тав) Қәбиһлигиңниң җазасиға Хатимә берилиду, и Зион қизи;
У сени сүргүнлүккә қайта елип кәтмәйду;
Лекин, и Едом қизи, у сениң қәбиһлигиңни җазалайду;
У гуналириңни ечип ташлайду!
 
 
4:1 «Муқәддәс өйдики ташлар...» — муқәддәс ибадәтханиниң тәркиби болған йоған оюлған ташларни көрситиду. Бәзи алимлар «ташлар» муқәддәс ибадәтханидики «гөһәр, яқутлар»ни көрситиду, дәп қарайду; лекин бу гөһәрләрни Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 605-жили Бабилға елип кәткән еди. 4:3 «...мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди» — төгиқушлар адәттә өз балилирини бақмайду; балилири өз-өзини бақиду. 4:6 «Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом шәһириниң үстигә от-гуңгут яғдуруп җазалиған. Шуниң билән униң тартқан җазаси интайин қисқа болған, Йерусалимниңкидәк узунғичә созулған әмәс, йәнә келип у «адәмниң қоли»ниң зораванлиғиға учриған әмәс. 4:7 «Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, ... тәқи-турқи көк яқуттәк еди» — «Назарий»лар болса мәлум мәзгилдә яки өмүрвайәт өзлирини Худаға алаһидә атап тапшурған кишиләрдур. Улар «Назарий» болған вақитта чачлирини чүшүрмәйтти, һеч қандақ һарақ-шарап ичмәйтти (Тәврат, «Чөл.» 6:1-21ни көрүң). 4:8 «Бир терә-бир устихан болуп қалди» — ибраний тилида: «териси устиханлириға чаплишиду». 4:13 «Пәйғәмбәрләрниң гуналири»ни әмәс, бәлки «пәйғәмбәрлириниң гуналири» — Исраилда турған бу «пәйғәмбәрләр» Худани әмәс, бәлки хәлиқни рази қилиш үчүн сөз қиливатқан сахта пәйғәмбәрләрни көрситиду. 4:14 «Улар қанға булғанғанки, һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду» — Муса пәйғәмбәргә тапиланған қанун бойичә, «өлүк»кә тәккән адәм «булғанған», «напак» һесаплинатти. Өлгән нәрсиләргә яки «напак» адәмләргиму тәккән кишиләр өзлири бир мәзгилгичә «напак» болиду. Мошу каһинлар вә пәйғәмбәрләр шунчә көп адәмләрни өлтүргәнки, кийим-кечәклири һәрдайим «булғанған» болуп, һеч ким уларға тегишкә петиналмайтти. 4:16 «Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти» — ибраний тилида сөзмусөз: «Пәрвәрдигарниң йүзи уларни тарқитивәтти» дейилиду. 4:17 «...бизни қутқузалмиған бир әл» — Исраил һәрдайим авал Мисир билән, андин Асурийә билән иттипақ түзимәкчи болуп, улардин ярдәм сорайтти (мәсилән, 5:6ни, «Йәр.» 2:18ни көрүң). 4:17 Әз. 29:16 4:20 «Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини» — Исраилниң падишасини көрситиду. «Мәсиһ қилиш» кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ яғ қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» (яки «мәсиһләш») дәп аталған. Кейин падиша «мәсиһ қилинған» яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» («Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») дәп аталған. «Мәсиһ қилиш» мурасими Худаниң һоқуқи вә алаһидә ярдими униңға тапшурулғанлиғини көрситиду. Әйса «Мәсиһ»ниң үстигә болса яғ әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлған. 4:21 «И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин!» — Едом Исраилға өч болуп, һәрдайим Исраилниң бешиға күлпәт чүшкәндә хуш болиду. «Лекин бу җаза қәдәһи саңиму өтиду; сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!» — «қәдәһ» — Худаниң ғәзивигә толған «қәдәһ»ни көрситиду (мәсилән, «Йәр.» 25:15-17, 28ни көрүң). Едом уни ичкән күнидә «ялаңач» болуп, дүшмәнниң һуҗумиға муһапизәтсиз қалиду, шуниңдәк булаң-талаңға учрап хиҗаләткә қалдурулиду.