Зәфания
1
1 Амонниң оғли Йосия Йәһудаға падиша болған вақитларда, Һәзәкияниң чәвриси, Амарияниң әвриси, Гәдалияниң нәвриси, Кушиниң оғли Зәфанияға йәткән Пәрвәрдигарниң сөзи: —
Сораққа тартишниң умумийлиғи
2 Мән йәр йүзидин һәммини қурутуветимән, — дәйду Пәрвәрдигар;
3 — Инсан һәм һайванни қурутуветимән,
Асмандики учар-қанатлар һәм деңиздики белиқларни,
Барлиқ путликашаңларни рәзил адәмләр билән тәң қурутуветимән,
Инсанийәтни йәр йүзидин үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Йәһуданиң сораққа тартилиши
4 — Шуниң билән Мән Йәһуда үстигә,
Барлиқ Йерусалимдикиләр үстигә қолумни созимән;
Мошу йәрдә «Баал»ниң қалдуғини,
«Қемар»ларниң намини каһинлар билән биллә үзүп ташлаймән;
5 Шундақла өгүздә туруп асмандики җисимларға баш уридиғанларни,
Пәрвәрдигарға баш уруп, шундақла Униң нами билән қәсәм қилип туруп, «Малкам»ниң нами биләнму қәсәм қилидиғанларни,
6 Пәрвәрдигардин тәзгәнләрни,
Пәрвәрдигарни издимәйдиған яки Униңдин йол соримиғанларниму үзүп ташлаймән.
7 Рәб Пәрвәрдигарниң һозури алдида сүкүт қилиңлар;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқиндур;
Чүнки Пәрвәрдигар қурбанлиқни тәйярлиди,
У меһманларни «таһарәт қилдуруп» һалал қилди;
8 Пәрвәрдигарниң қурбанлиғиниң күнидә шундақ болидуки,
Мән әмирләрни, падишаларниң оғуллирини вә ят әлләрниң кийимлирини кийивалғанларниң һәммисини җазалаймән;
9 Шу күни Мән босуғидин дәссимәй атлайдиғанларни,
Йәни зулум-зораванлиқ һәм алдамчилиққа тайинип, ғоҗайинлириниң өйлирини толдуридиғанларни җазалаймән.
10 Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар,
«Белиқ дәрвазиси»дин «Вайдад»,
«Иккинчи мәһәллә»дин һөкирәшләр,
Дөң-егизликләрдин ғайәт зор «гум-гум» қилип вәйран қилинған авазлар аңлиниду.
11 «Һөкирәңлар, и «Ойманлиқ мәһәллиси»дикиләр;
Чүнки «содигәр хәлиқ»ниң һәммиси қиличланди,
Күмүч билән чиңдалғанлар қирилди!»
12 — Вә шу чағда шундақ болидуки,
Мән Йерусалимни чирағлар билән ахтуримән,
Арзаңлири үстидә тинған шараптәк турған әндишисиз адәмләрни,
Йәни көңлидә: «Пәрвәрдигар һеч яхшилиқни қилмайду, яманлиқниму қилмайду» дегәнләрни җазалаймән.
13 Әнди байлиқлири олҗа,
Өйлири бәрбат болиду;
Улар өйләрни салғини билән,
Уларда турмайду;
Үзүмзарларни бәрпа қилғини билән,
Уларниң шарабини ичмәйду.
14 Пәрвәрдигарниң улуқ күни йеқиндур;
Бәрһәқ йеқиндур, интайин тез йетип келиду;
Аңла, Пәрвәрдигарниң күниниң садаси!
Йетип кәлгәндә палванму әләмлик вақирайду.
15 Шу күни қәһр елип келидиған бир күн,
Күлпәтлик һәм дәрд-әләмлик бир күн,
Вәйранчилиқ һәм бәрбатлиқ чүшидиған бир күн,
Зулмәтлик һәм сүрлүк бир күн,
Булутлар һәм қап-қараңғулуқ билән қапланған бир күн,
16 Истиһкамлашқан шәһәрләргә, сепилниң егиз потәйлиригә һуҗум қилидиған,
Канай челинидиған, агаһ сигнали көтирилидиған бир күн болиду.
17 Мән адәмләр үстигә күлпәтләрни чүшүримән, —
Улар қариғулардәк жүриду;
Чүнки улар Пәрвәрдигарға қарши гуна қилди;
Уларниң қанлири топа-чаңдәк,
Уларниң үчәй-қеринлири поқтәк төкүлиду;
18 Пәрвәрдигарниң қәһри чүшкән күнидә алтун-күмүчлири уларни қутқузалмайду;
Бәлки пүткүл җаһан Униң ғәзәп оти тәрипидин йәветилиду;
Чүнки У барлиқ йәр йүзидикиләрниң үстигә мутләқ бир һалакәт, дәһшәтлик бир һалакәт чүшүриду.