3
Төртинчи аламәт көрүнүш — •••• Йәшуа баш каһинни кийндүрүш
1 Андин у маңа Пәрвәрдигарниң Пәриштиси алдида туруватқан баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә униң билән дүшмәнлишишкә турған Шәйтанни көрсәтти.
2 Пәрвәрдигар Шәйтанға: «Пәрвәрдигар сени әйиплисун, и Шәйтан! Бәрһәқ, Йерусалимни талливалған Пәрвәрдигар сени әйиплисун! Бу киши оттин тартивелинған бир чучула отун әмәсму?» — деди.
3 Йәшуа болса паскина кийимләрни кийгән һалда Пәриштиниң алдида туратти.
4 У Униң алдида туруватқанларға: «Бу паскина кийимни униңдин салдуриветиңлар» — деди вә униңға: «Қара, Мән қәбиһлигиңни сәндин елип кәттим, саңа һейтлиқ кийим кийгүздүм» — деди.
5 Мән: «Улар бешиға пакиз бир сәллини орисун!» — дедим. Шуниң билән улар пакиз бир сәллини униң бешиға орап, униңға кийим киййдүрди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бир янда туратти.
6 Вә Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәшуаға мундақ җекилиди: —
7 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әгәр йоллиримда маңсаң, тапилиғинимни чиң тутсаң, Мениң өйүмни башқурисән, һойлилиримға қарайдиған болисән; саңа йенимда туруватқанларниң арисида туруш һоқуқини беримән.
8 — И баш каһин Йәшуа, сән вә сениң алдиңда олтарған һәмраһлириң аңлаңлар (чүнки улар бешарәтлик адәмләр): — Мана, Мән «Шах» дәп аталған қулумни мәйданға чиқиримән.
9 Мана, Мән Йәшуаниң алдиға қойған ташқа қара! — Бу бир ташниң үстидә йәттә көз бар; мана, Мән униң нәқишлирини Өзүм ойимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән бу зиминниң қәбиһлигини бир күн ичидила елип ташлаймән.
10 Шу күни, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — һәр бириңлар өз йеқиниңларни үзүм тели вә әнҗир дәриғи астиға олтиришқа тәклип қилисиләр».