3
Ахир заман
Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду.   У чағдики инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, мәнмәнчи, һакавур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини тиңшимайдиған, тузкор, иплас, көйүмсиз, кәчүрүмсиз, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһший, хәйр-сахавәтликкә дүшмән, сатқун, тәлвә, шөһрәтпәрәс, һозур-һалавәтни Худадин яхши көридиған, сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур.   Чүнки уларниң арисидики бәзиләр өйму-өй соқунуп кирип, гуналар билән бесилған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аялларни аздуруп өзигә әсир қилиду.   Бундақ аяллар дайим тәлим алсиму, һәргиз һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду. Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Улар зеһин-көңүллири чиригән, етиқат җәһәттә дашқал дәп испатланған кишиләрдур.   Лекин әнди улар бу йолда алға илгириләлмәйду; чүнки Яннис билән Ямбрисниң һамақәтлиги очуқ көрүнгәндәк, буларниңму һәммигә көрүниду.
 
Павлусниң вәсийәтлири; үгәнгәнлириңдә давамлиқ маңғин
10-11 Лекин сән болсаң мениң тәлимим, жүрүш-турушум, мәхсәт-ирадилирим, ишәш-етиқатим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим, мән учриған зиянкәшликләр вә азап-оқубәтләргә, җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң, шундақла мән бәрдашлиқ бәргән шунчә зиянкәшликләрдин толуқ хәвириң бар; Рәб уларниң һәммисидин мени қутқузди.    12 Дәрвәқә, Мәсиһ Әйсада ихласмән һаят кәчүрүшкә ирадә тиклигәнләрниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду. 13 Лекин рәзил адәмләр вә езитқу-каззаплар бәрибир башқиларниму алдап, өзиму алдинип, барғансери әсәбийлишиду. 14 Лекин сән болсаң, үгәнгән вә толуқ ишәндүрүлгән һәқиқәтләрдә чиң тур; чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән, 15 һәмдә балилиқ чағлириңдин тартипла муқәддәс язмиларни билип кәлдиң; буларниң саңа Мәсиһ Әйсаға бағланған етиқат арқилиқ болған ниҗат тоғрилиқ сени дана қилалайдиғанлиғини билисән. 16 Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп, у тәлим бериш, тәнбиһ бериш, хаталиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийәт йолиға башлашқа пайдилиқтур.
  
17 Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду.
 
 
3:1 «Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду» — «еғир күнләр» грек тилида йәнә «хәтәрлик күнләр»ниму билдүриду. 3:1 1Тим. 4:1; 2Пет. 2:3; Йәһ. 18. 3:5 «...сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур» — 1-5-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз. 3:5 Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; Тит. 3:10; 2Юһа. 10. 3:6 «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аяллар...» — яки «һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған аҗиз аяллар...». 3:6 Мат. 23:14; Тит. 1:11. 3:8 «Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду» — «Мис.» 7:11, 22, 8:7, 18ни көрүң. Исраиллар Мисирдин чиқиштин бурун, Мисир падишасиниң сеһиргәрлири Муса пәйғәмбәргә қарши турған. Уларниң исимлири (Яннис билән Ямбрис) Тәвратта дейилгән әмәс, бәлки Йәһудийларниң башқа тарихий китаплирида тепилиду. 3:8 Мис. 7:11. 3:10-11 «җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң...» — «Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләр»: — бу бир-биригә йеқин үч жутта болған вақиәләр тоғрилиқ мәлуматлар «Рос.» 13-14-бапта тепилиду. Тимотий өзи Листралиқ еди; Павлус дуч кәлгән бу зиянкәшликләр Тимотийниң Мәсиһгә етиқат қилишиға тәсир қилған болуши мүмкин еди. 3:10-11 Зәб. 33:20; Рос. 13:50; 14:19; 2Кор. 1:10. 3:12 Мат. 16:24; Луқа 24:26; Юһ. 17:14; Рос. 14:22; 1Тес. 3:3. 3:14 «чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән» — бәзи кона көчүрмиләрдә «кимләр» дәп дейилиду. Лекин бизниңчә «ким» дәп оқуш тоғра, чүнки Павлус бу айәтләрдә өзиниң үлгә болғанлиғи тоғрилиқ көп сөзләйду. Төвәндики 15-айәттә у башқа кишиләр (Тимотийниң чоң ана вә аниси)ниң тәсирини тилға алиду. 3:16 «Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп...» — грек тилида «пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси» дегән ибарә язмилардики һәр бир сөз-айәтниң Худадин кәлгәнлигини тәкитләйду. «Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған» грек тилида «Худа нәпәси билән киргүзүп йезилған» дегән шәкилдә ипадилиниду. Грек тилида һәм ибраний тилида «Роһ» вә «нәпәс» бир сөз. 3:16 2Пет. 1:21.