31
Саул қаза қилиду, Исраил мәғлуп болиду
1Тар. 10:1-12
Әнди Филистийләр Исраил билән җәң қилди. Исраилниң адәмлири Филистийләрниң алдидин қечип, Гилбоа теғида қирип жиқитилди. Филистийләр Саул вә униң оғуллирини тап бесип қоғлавататти. Филистийләр болса Саулниң оғуллири Йонатан, Абинадаб, Мәлкишуани уруп өлтүрди. Саулниң әтрапини уруш қаплиди; оқячилар Саулға йетишти; у я оқи билән еғир яриландурулди.
Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди. Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди. Шуниң билән Саул, үч оғли, ярақ көтәргүчиси вә униң һәммә адәмлири шу күндә бирақла өлди.
Әнди вадиниң у тәрипидики һәмдә Иордан дәриясиниң бу йеқидики Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, шәһәрләрни ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди. Улар униң бешини кесип савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида вә хәлиқниң арисида бу хуш хәвәрни тарқатти.    10  Улар униң савут-ярақлирини Аштарот бутханисида қоюп өлүгини Бәйт-Шан шәһиридики сепилға есип қойди.
11  Әнди Ябәш-Гилеадта олтарғучилар Филистийләрниң Саулға немә қилғинини аңлиғанда 12  уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип кечичә меңип, Саул билән оғуллириниң өлүклирини Бәйт-Шандики сепилдин чүшүрүп, уларни Ябәшкә елип берип у йәрдә көйдүрди. 13  Андин уларниң сүйәклирини Ябәштики жулғунниң түвигә дәпнә қилип йәттә күн роза тутти.
31:7 «Иордан дәриясиниң бу йеқи...» — бәлким Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипини көрситиду. 31:9 «Улар ... савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида ...хуш хәвәрни тарқатти» — яки «Улар ... савут-ярақлирини салдуруп, еланчиларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә әвәтип бутханилирида ...хуш хәвәрни тарқатти». 31:9 1Тар. 10:9