86
86-күй •••• Зионниң улуқлуғи
Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —
Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.
Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду,
Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири!
Селаһ.
«Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән;
Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә;
Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.
Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: —
«Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған,
Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: —
«Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду.
Селаһ.
Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: —
«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»
 
 
86:1 «Униң ули болса муқәддәс тағлардидур» — «Униң ули» — Худаниң ули, демәк. 86:4 «... арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән» — «Раһаб» бу йәрдә Мисирни билдүриду (мәниси: «тәкәббур». «Йәш.» 30:7ни көрүң). ««Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән... мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән» — сөзлигүчи Худа Өзи болса керәк. 86:6 ««Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду» — бу сирлиқ сөз Худаниң Йәһудий болмиған («ят әллик») Өзигә етиқат қилғучиларни етиқати арқилиқ «Өзүмгә тәвә адәм, Өзүмниң аиләмдики адәм» дәп һесаплап, уларға илтипат қилип: «Йерусалимда туғулған» дәп һесаплайдиғанлиғини көрситиду. 86:7 «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» — «сениңда» бәлким Зионда дегән мәнидә. Бәзи алимлар мәнасини «Худа Өзидә» дәп қарайду.