84
84-күй •••• Исраилниң үзүл-кесил товва қилиши үчүн меһри-шәпқәт тәләп қилиш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип,
Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
3 Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип,
Барлиқ гуналирини япқан едиң.
Селаһ.
4 Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип,
Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
5 Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа!
Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!
6 Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән?
Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
7 Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн,
Бизни қайтидин йеңилимамсән?
8 Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар,
Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
9 Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай;
Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду;
Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!
10 Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн,
Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
11 Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти;
Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;
12 Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта,
Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
13 Пәрвәрдигар бәрикәт бериду,
Зиминимиз һосулини бериду;
14 Һәққанийәт Униң алдида маңиду,
Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!