75
75-күй •••• Пәрвәрдигар әлләрдин һесап алиду
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: —
Йәһудада Худа тонулғандур;
Униң нами Исраилда улуқдур.
Униң панаһий җайи Салемда,
Зион теғида Униң макани бар.
У йәрдә У отлуқ оқларни,
Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди.
Селаһ.
Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!
Батурлар буланди;
Улар узун уйқиға кәтти;
Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди.
Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси,
Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди.
Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур;
Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун?
9-10 Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн,
Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда,
Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң;
Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди.
Селаһ.
11 Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду;
Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.
12 Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар;
Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун;
13 У әмирләрниңму роһини сундуриду;
У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур.
 
 
75:3 «Униң панаһий җайи Салемда» — ибраний тилида: «Униң угиси Салемда». Бу сөз бәлким Худани ширға ошитиду. Тәвраттики «Һошия» дегән қисимда Худа «Йәһуданиң шири» дәп атилиду. «Салем» — «Йерусалим»ниң қисқартип ейтилиши. 75:5 «ов-олҗа тағлири» — бәлким топ-топ догилангән ов-олҗиларни көрситиду. 75:11 «Инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким (1) Худа инсанниң барлиқ асийлиқ-қаршилишишлирини ахирида Өзиниң шөһритигә һәм муддиалириға айландуриду; (2) инсанларниң Өз қәһри өзигә кәлтүргән күлпәтләр йеник болуп қалған болса, «қалған қәһр»ни Худа Өзи толуқлап җазалирини еғирлаштуриду.