61
61-күй •••• Худани тәлмүрүп күтүш
1-2 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: —
Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду;
Мениң ниҗатлиғим униңдиндур.
3 Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим,
Мениң жуқури қорғинимдур;
Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.
4 Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр?
Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни,
Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
5 Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур;
Ялғанчилиқлардин хурсән улар;
Ағзида бәхит тилигини билән,
Улар ичидә ләнәт оқуйду.
Селаһ.
6 И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин;
Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
7 Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим,
Мениң жуқури қорғинимдур;
Мән тәвринип кәтмәймән.
8 Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур;
Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур.
9 И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар!
Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар;
Худа бизниң панаһгаһимиздур!
Селаһ.
10 Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ,
Есилзадиләрму бир алдам сөз халас;
Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ,
Бир тиниқтинму йениктур.
11 Зомигәрликкә таянмаңлар;
Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар,
Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар;
12 Худа бир қетим ейтқанки,
Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: —
«Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур».
13 Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур;
Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.