59
59-күй •••• Мәғлубийәттин кейинки дуа
1-3 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гувалиқ нилупәри» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: —
(Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, униң сәрдари болған Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған)
И Худа, Сән бизни чәткә қақтиң;
Бизни парә-парә қиливәттиң,
Сән биздин рәнҗидиң;
Әнди бизни йениңға қайтурғин!
4 Сән зиминни тәвритип йеривәткән едиң;
Әнди униң бөсүклирини сақайтқайсән;
Чүнки у дәлдәңшип кәтти!
5 Сән Өз хәлқиңгә күлпәт-харлиқларни көргүздүң;
Сән бизгә алақзадиликниң шарабини ичкүздүң.
6 Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән;
У һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду.
(Селаһ).
7 Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн,
Оң қолуң билән қутқузғайсән,
Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
8 Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: —
«Мән тәнтәнә қилимән,
Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән,
Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
9 Гилеад Маңа мәнсуптур,
Манассәһму Маңа мәнсуптур;
Әфраим болса бешимдики дубулғамдур,
Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
10 Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур;
Едомға чоруғумни ташлаймән;
Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!»
11 Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
12 И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму?
Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
13 Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән,
Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
14 Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз;
Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!