31
31-күй •••• Гунани етирап қилип, Худадин кәчүрүм сораш; •••• Худа җававән бешарәт бериду
1 Давут язған «Масқил»: —
Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған,
Гуналири йепилған киши бәхитликтур!
2 Пәрвәрдигар рәзилликлири билән һесаплашмайдиған,
Роһида һеч қандақ һейлилик йоқ киши бәхитликтур!
3 Мән гунайимни иқрар қилмай, сүкүттә турувалған едим,
Күн бойи аһу-пиған ичидә,
Сүйәклирим чирип кәтти;
4 Чүнки мени басқан қолуң маңа кечә-күндүз еғир болди;
Яздики қурғақчилиқтәк илигим қағҗирап кәтти.
Селаһ!
5 Әнди гунайимни Сениң алдиңда етирап қилдим,
Қәбиһлигимни Сәндин йошуривәрмәйдиған болдум;
Мән: «Пәрвәрдигарға асийлиқлиримни етирап қилимән» — дедим,
Шуниң билән Сән мениң рәзил гунайимни кәчүрүм қилдиң.
Селаһ!
6 Шуңа Сени тапалайдиған пәйттә,
Һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун!
Чоң топанлар өрләп, тешип кәткәндә,
Сулар шу кишигә һәргиз йеқинлашмайду.
7 Сән мениң далда җайимдурсән;
Сән мени зулумдин сақлайсән;
Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән!
Селаһ.
8 — «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән;
Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
9 Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма;
Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса,
Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
10 Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур,
Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11 И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар;
Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!