28
28-күй •••• Пәрвәрдигарниң һәйвиси
1 Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири,
Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр! ◼  ◘
2 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр;
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3 Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстигә һөкүм сүриду;
Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду;
Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстигә һөкүм сүриду. ◘
4 Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур;
Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5 Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуруветиду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуруветиду.
6 У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду;
Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду. ◼
7 Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду; ◼
8 Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; ◼
9 Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду,
Орманлиқларни ялаңачлайду;
Униң ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду. ◼
10 Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду. ◼
11 Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду;
Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.
 
 
◼ 28:1 «Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр,... Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси немә? Мәнаси чоқум шуки, Худаниң хәлқи униңға ишинип таянғачқа, шундақла мәдһийә оқуғачқа, Худа уларниң һаятида Өз күч-қудритини (шундақла Өз шан-шәривини) көрситишигә шараит бериду. ◘ 28:1 Зәб. 95:7, 8 ◘ 28:3 Мис. 9:23 ◼ 28:6 «Сирион теғи» — Ливанниң әң егиз тағ чоққиси, йәнә бир нами «Һәрмон». ◼ 28:7 «Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси от ялқунлирини житиветиду». Бирақ алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, чақмақларни көрситиши мүмкин. ◼ 28:8 «Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду» — «Ливан тағлири» (6-айәт) — Қанаан (Пәләстин)ниң шимал тәрипи, «Қәдәштики чөл-җәзирә» униң җәнубий тәрипи. ◼ 28:9 «Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси маралларға оғлақларни туғдурғузиду». ◼ 28:10 «Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду» — «топан» бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду, бу йәрдә көчмә мәнада болуп, дуниядики қалаймиқанчилиқниму көрситиду.