25
25-күй •••• Барлиқ рәзилликтин жирақлишишқа интилиш
1 Давут язған күй: —
Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар;
Чүнки мән өз дуруслуғумда туруп маңдим;
Мән Пәрвәрдигарға тайинип кәлгәнмән;
Мән тейилип кәтмәймән.
2 Мени синап баққайсән, и Пәрвәрдигар, мени тәкшүрүп баққин;
Виҗданимни, қәлбимни тавлиғайсән;
3 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиңни көз алдимда тутқанмән;
Мән һәқиқитиңни өзүмгә йетәкчи қилип маңдиммән.
4 Мән ялғанчилар билән һәмдәстихан олтармидим;
Сахтипәзләргә һәмраһ болушқа кирмәймән.
5 Яманлиқ қилғучилар җамаитидин жиркинимән;
Рәзилләр биләнму олтармаймән.
6 Қоллиримни гунасизлиқта жуйимән;
Шунда, қурбангаһиңни айлинип жүрәләймән.
7 Вә һәм тәшәккүрләрни аңлитимән;
Барлиқ карамәтлириңни җакалаймән.
8 И Пәрвәрдигар, маканиң болған өйни,
Шан-шәривиң турған җайни сөйүп кәлдим;
9 Җенимни гунакарлар билән,
Һаятимни қанхорлар билән биллә елип кәтмигәйсән;
10 Уларниң қолида сүйқәстләр бардур,
Оң қоли париләргә толди.
11 Мән болсам, дуруслуғумда меңип жүриверимән;
Мени һөрлүккә чиқирип қутқузғайсән,
Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән.
12 Путум болса түптүз җайда туриду;
Җамаәтләр арисида туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр қайтуримән.