23
23-күй •••• Пәрвәрдигарниң ғәлибиси
1 Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар;
Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туруватқанларму; ◘
2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп,
Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду?
Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду? ◘
4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап,
Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған,
Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду. ◼
5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни,
Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду; ◼
6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур,
Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!
Селаһ! ◼
7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду! ◼
8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур!
Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур! ◘
9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур!
Селаһ! ◘
 
 
◘ 23:1 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; Мат. 21:2-3; 1Кор. 10:26,28 ◘ 23:3 Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15 ◼ 23:4 «Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду. ◼ 23:5 «... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду. ◼ 23:6 «...Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!» — сөзмусөз ибраний тилида: «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқуп!». Бу тәрҗимиси тоғра болса, «Яқуп» мошу йәрдә МәсиҺни көрситиду. Йәнә бир хил тәрҗимиси «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр болған Яқуптин ибарәттур». ◼ 23:7 «И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти. ◘ 23:8 Мат. 21:10 ◘ 23:10 Мат. 21:10