21
21-күй •••• Әң еғир азап-оқубәттә қилған дуа •••• Бешарәтлик күй •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт) дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
«Аһ Илаһим, Илаһим, немишкә мәндин ваз кәчтиң?
Сән немишкә мени қутқузуштин шунчә жирақсән?
Немишкә қаттиқ пәрядлиримдин шунчә жирақ турисән,
3 Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән;
Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.
4 Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи,
Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
5 Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған,
Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
6 Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған;
Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
7 Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән,
Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән,
Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.
8 Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду,
Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп:
9 «У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?!
Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун!
Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр,
Уни қутулдурсун!» — дейишиду.
10 Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән;
Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;
11 Туғулғинимдин тартипла, мән өзүмни қойнуңға ташлиғанмән;
Анамниң балиятқусидики вақтимдила, Сән мениң Тәңрим болуп кәлгәнсән.
12 Мәндин жирақлашма;
Чүнки риязәт мени қистап кәлди;
Маңа ярдәмдә болғучи йоқтур.
13 Нурғун буқилар мени қоршивалди;
Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди;
14 Улар адәмни титма қилғучи һөкирәватқан ширдәк,
Ағзилирни чоң ечип маңа тикилип туриду.
15 Мән төкүлгән судәк болдум,
Һәммә сүйәклирим изидин чиқип кәтти;
Жүригим момдәк ерип кәтти,
Ич-бағримда зәиплишип ерип кәтти.
16 Қағҗирап кәткән сапал парчисидәк мағдурум қалмиди,
Тилим таңлийимға чаплишип кәтти,
Сән Пәрвәрдигар мени өлүмниң топа-чаңлириға қойғансән.
17 Ғалҗир иштлар маңа олашти,
Бир топ рәзилләр мени қистап келип,
Мениң қолум вә путумни санҗип тәшти.
18 Сүйәклиримниң һәммисини саналаймән,
Устиханлирим маңа тикилип қарап турғандәк қилиду.
19 Улар кийимлиримни өз арисида үләштүрүватиду,
Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду.
20 Бирақ, и Пәрвәрдигар, мәндин жирақлашма!
И Күч-Қудритим болғучим, ярдәмгә тез кәлгәйсән!
21 Җенимни қиличтин қутқузғин,
Мениң ялғуз җенимни иштниң чаңгилидин қутулдурғин.
22 Мени ширниң ағзидин қутқузғин;
Шундақ, Сән илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!
23 Мән Сениң намиңни қериндашлиримға елан қилимән;
Чоң җамаәт ичидә туруп Саңа болған мәдһийилиримни җакалаймән;
24 Пәрвәрдигардин әймәнгүчиләр, Уни мәдһийиләңлар!
Яқупниң барлиқ нәсиллири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар!
Исраилниң пүтүн әвлатлири, Униңдин әйминиңлар.
25 Чүнки У езилгүчиниң әшу харлинишлирини нәзиридин сақит қилған әмәс,
Яки Униңдин һеч йиргәнгән әмәс;
Униңдин Өз висалини һеч йошурған әмәс;
Бәлки У илтиҗа қилип авазини көтәргинидә,
Униңға қулақ селип аңлиған.
26 Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур,
Худадин әймәнгүчиләрниң алдида ичкән қәсәмлиримни ишқа ашуримән;
27 Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду;
Пәрвәрдигарни издигәнләр Уни мәдһийәләйду;
Силәрниң қәлбиңлар мәңгү яшнайду!
28 Зиминниң әң четидикиләрму бу ишни қәлбидә тутуп , товва қилип Пәрвәрдигарниң алдиға келиду;
Әл-милләтләрниң барлиқ җәмәтлири алдиңда ибадәт қилиду;
29 Чүнки падишалиқ Пәрвәрдигарғила тәвәдур;
У әл-милләтләр арисида һөкүм сүргүчидур.
30 Җаһандики байларму Униң алдидин йәп-ичип, ибадәт қилиду;
Тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду;
31 Кәлгүсидики бир әвлат Униң хизмитидә болиду;
Бу әвлат Рәб үчүн Өз пәрзәнтлири һесаплиниду.
32 Кейин улар келип, шу чағда туғулидиған бир қовмға Униң һәққанийлиғини җакалап шуни елан қилидуки,
«У буни әмәлгә ашурди!»