14
14-күй •••• Ким Худа алдида туралайду?
Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду?
Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду?
Кимки тамамән дуруслуқта маңса,
Һәққанийлиқни жүргүзсә,
Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә;
Тили билән гәп тошумиса,
Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса,
Хошнисиниң әйивини колап ачмиса,
Пәс адәмни көзгә илмиса,
Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә,
Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә,
Пулни хәқләргә өсүмгә бәрмисә,
Бигуналарниң зийиниға пара алмиса;
Кимки мошуларни қилса,
Мәңгүгә тәврәнмәс.
 
 
14:2 Зәб. 23:4; Йәш. 33:15