117
117-күй •••• «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!»
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки У меһривандур;
Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
2 Исраил: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
3 Һарун җәмәти: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
4 Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
5 Қистақта қелип Яһға нида қилдим;
Яһ җавап берип, мени кәңри-азатиликтә турғузди.
6 Пәрвәрдигар мән тәрәптидур, мән қорқмаймән;
Инсан мени немә қилалисун?
7 Пәрвәрдигар маңа ярдәм қилғучилар арисида болуп, мениң тәрипимдидур;
Өчмәнлиримниң мәғлубийитини көримән.
8 Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,
Инсанға тайиништин әвзәлдур;
9 Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,
Әмирләргә тайиништин әвзәлдур.
10 Барлиқ әлләр мени қоршивалди;
Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;
11 Улар мени қоршивалди; бәрһәқ, қоршивалди;
Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән;
12 Улар һәриләрдәк мени қоршивалди;
Улар йеқилған янтақ отидәк тезла өчүрүлиду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән.
13 Сән дүшмән мени зәрб билән иттәрдиң,
Жиқилғили тас қалдим;
Бирақ Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болди.
14 Күчүм вә нахшам болса Яһдур;
У мениң ниҗатлиғим болди!
15 Һәққанийларниң чедирлирида шатлиқ вә ниҗатлиқниң тәнтәнилири яңритилмақта;
Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
16 Пәрвәрдигарниң оң қоли егиз көтирилгән!
Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
17 Мән өлмәймән, бәлки яшаймән,
Яһниң қилғанлирини җакалаймән.
18 Пәрвәрдигар маңа қаттиқ тәрбийә бәргән болсиму,
Бирақ У мени өлүмгә тапшурмиди.
19 Һәққанийәт дәрвазилирини маңа ечип бериңлар;
Мән киримән, Яһни мәдһийиләймән.
20 Бу Пәрвәрдигарниң дәрвазисидур;
Һәққанийлар буниңдин кириду!
21 Мән саңа тәшәккүр ейтимән;
Чүнки Сән маңа җавап қайтурдуң,
Һәм мениң ниҗатлиғим болдуң.
22 Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди.
23 Бу иш Пәрвәрдигардиндур,
Бу көзимиз алдида карамәт болди.
24 Бу Пәрвәрдигар яратқан күндур;
Биз униңда шатлинип хурсән болимиз.
25 Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимән;
Сәндин өтүнимән, бизни яшнатқайсән!
26 Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!
Биз Пәрвәрдигарниң өйидә туруп саңа «Мубарәк!» дәп товлидуқ.
27 Пәрвәрдигар Тәңридур;
У үстимизгә нур бәргән;
Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар,
— Қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар.
28 Сән мениң Илаһимдурсән,
Мән Саңа тәшәккүр ейтимән;
Мениң Худайим, мән Сени улуқлаймән.
29 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар;
Чүнки У меһривандур;
Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!