100
100-күй •••• Адил падиша болушқа бәл бағлаш
Давут язған күй: —
 
Мән өзгәрмәс муһәббәт һәм адаләт тоғрилиқ нахша ейтимән,
Сени, и Пәрвәрдигар, нахшилар билән күйләймән.
Мән мукәммәл йолда еһтият билән иш көримән;
Сән қачанму йенимға келисән!?
Өз өй-ордамда сап көңүл билән жүримән.
Һеч пасиқ нәрсини көз алдимға кәлтүрмәймән,
Йолдин чәтнигәнләрниң қилмишлириға нәпрәтлинимән;
Бундақлар маңа һеч йепишмас әсла.
Әгир көңүл мениңдин жирақ кетиду,
Һеч рәзилликни тонуғум йоқтур.
Кимки өз йеқининиң кәйнидин төһмәт қилған болса,
Мән уни йоқитимән;
Нәзири үстүн, дили тәкәббур адәмни мән сиғдурмаймән;
Көзлирим зиминдики мөминләрдидур,
Улар ордамда мән билән биллә турсун!
Ким мукәммәл йолда маңса, у мениң хизмитимдә болиду.
Алдамчилиқ жүргүзгәнләрниң өй-ордамда орни болмайду,
Ялған сөзлигәнләр көз алдимда турмайду.
Пәрвәрдигарниң шәһиридин яманлиқ қилғучиларни үзүп ташлаш үчүн,
Һәр сәһәрдә зиминдики барлиқ рәзил адәмләрни йоқитимән.
 
 
100:8 «Һәр сәһәрдә зиминдики барлиқ рәзил адәмләрни йоқитимән» — демәк, Давут һәр әтигәндә хәлиқниң дәвалирини сорап сот ачатти. Бу иш мукәммәл болмиған болсиму, кәлгүсидә Давутниң әвлади Қутқузғучи-Мәсиһниң бундақ ишни мукәммәл қилидиғанлиғиға ишинимиз. Давутниң шундақ адил сорақ қилиши Мәсиһниң кәлгүсидики сорақ қилишиға бешарәт болиду.