9
Даналиқниң сөзиниң давами, бузуқ хотунниң сөзлири
Даналиқ өзигә бир өй селип,
Униң йәттә түврүгини орнатти.
У маллирини союп,
Есил шараплирини арилаштуруп тәйярлап,
Зияпәт дәстихинини яйди;
Дедәклирини меһман чақиришқа әвәтти,
Өзи шәһәрниң әң егиз җайлирида туруп:
«И саддилар, бу йәргә келиңлар, — дәп чақириватиду;
Наданларға:
Қени, нанлиримдин еғиз тегип,
Мән арилаштуруп тәйярлиған шараплардин ичиңлар;
Наданлар қатаридин чиқип, һаятқа еришиңлар,
Йоруқлуқ йолида меңиңлар», — дәватиду.
 
Һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду,
Қәбиһләрни әйиплигүчи өзигә дағ кәлтүриду.
Һакавурларни әйиплимә, чүнки у саңа өч болуп қалиду;
Һалбуки, дана кишини әйиплисәң, у сени сөйиду.
Дана адәмгә дәвәт қилсаң, әқли техиму толуқ болиду;
Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң,
Билими техиму ашиду.
 
10 Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур,
Муқәддәс болғучини тонуш йоруқлуқтур.
11 Мән даналиқ сәндә болсам, күнлириңни узартимән,
Өмрүңниң жиллири көпийәр.
12 Сәндә даналиқ болса, пайдини көридиған өзүңсән,
Даналиқни мазақ қилсаң зиян тартидиғанму өзүңсән.
 
13 Надан хотун ағзи бисәрәмҗан, әқилсиздур,
Һеч немә билмәстур.
14 У ишик алдида олтирип,
Шәһәрниң әң егиз җайлирида орун елип,
15 Удул өтүп кетиватқанларға:
16 «Кимки садда болса, бу йәргә кәлсун!» — дәватиду,
Вә әқилсизләрни:
17 «Оғрилиқчә ичкән су татлиқ болиду,
Оғрилап йегән нан тәмлик болиду!» — дәп чарқиватиду.
18 Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур,
Униң бурунқи меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс.  
 
 
9:3 Пәнд. 8:2 9:8 Мат. 7:6 9:10 Аюп 28:28; Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7 9:11 Пәнд. 10:27 9:13 Пәнд. 7:11 9:17 Пәнд. 20:17 9:18 «тәһтисараниң тәглири» — «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр. 9:18 Пәнд. 2:18