6
Йәнә бир нәччә несиһәт
1 И оғлум, әгәр достуңға борун болған болсаң,
Ят кишиниң қәрзини төләшкә қол беришип вәдә бәргән болсаң,
2 Әгәр өз сөзүңдин илинған болсаң,
Өз вәдәң билән бағлинип қалсаң,
3 У йеқиниңниң қолиға чүшкәнлигиң үчүн,
Амал қилип өзүңни униңдин қутқуз —
Дәрһал йеқиниңниң йениға берип, өзүңни кәмтәр тутуп шу иштин халий қилишини өтүнүп сора.
4 Җәрән шикарчиниң қолидин қутулушқа тиришқандәк,
Қуш овчиниң қолидин чиқишқа тиришқандәк,
Қутулмиғичә ухлап ятма,
Һәтта үгдәп арамму алма.
Чүмүлә
6 И һорун, чөмүлиниң йениға берип униңдин үгән,
Униң тирикчилик йоллириға қарап дана бол.
7 Уларниң башлиғи, әмәлдари, һөкүмдари йоқ болсиму,
8 Лекин улар язда жилниң еһтияҗи үчүн аш топливалиду,
Һосул пәслидә озуқ тәйярливалиду.
9 И һорун, қачанғичә ухлап ятисән?
Қачан орнуңдин турисән?
10 Сән: — Бирдәм көз жумувалай, бирдәм ухливалай,
Бирдәм қолумни қоштуруп йетивалай, — дәйсән.
11 Лекин ухлап ятқанда, мискинлик қарақчидәк келип сени басиду,
Йоқсуллуқ худди қураллиқ булаңчидәк һуҗумға өтиду.
12 Әрзимәс, пәйли бузуқ адәм һәммила йәрдә ялған ейтип, пәсликни сөзләйду.
13 У көз қисип,
Путлири билән ишарә қилип,
Бармақлири билән көрситиду;
14 Көңлидә алдамчилиқла ятиду,
У дайим рәзилликниң койида болиду,
Һәммила йәрдә җедәл-маҗира терийду.
15 Шуңа униңға бекитилгән балаю-қаза уни туюқсиз басиду,
У бирақла давалиғусиз янҗилиду.
16 Пәрвәрдигар нәпрәтлинидиған алтә нәрсә бар,
Бәрһәқ, йәттә нәрсә Униңға жиркиничликтур.
17 Улар болса,
Тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз,
Ялған сөзләйдиған тил,
Бигуналарниң қенини төкүзидиған қол,
18 Сүйқәст ойлайдиған көңүл,
Яманлиқ қилишқа тез жүгүрәйдиған путлар,
19 Ялған сөзләйдиған сахта гувачи,
Бурадәр-қериндашлири арисиға бөлгүнчилик салғучи кишидур.
Зинахорлуқтин өзүңни тарт
20 И оғлум, атаңниң әмригә әмәл қил;
Анаңниң көрсәтмисидин чиқма.
21 Уларниң сөзини қәлбиңгә теңип,
Уларни бойнуңға марҗандәк қилип есивал.
22 Йолға чиққиниңда улар сени йетәкләйду,
Ухлиғиниңда улар сени сақлайду,
Уйқидин ойғанғиниңда улар сени хәвәрләндүриду.
23 Чүнки Худаниң пәрмани йоруқ чирақ,
Униң муқәддәс қануни нурдур;
Тәрбийәниң тәнбиһлири болса һаятлиқ йолидур.
24 Улар сени бузуқ хотундин сақлиғучи,
Ят хотунниң шерин сөзлиридин жирақ қилғучидур.
25 Униң гузәллигигә көңлүңни бағлимиғин,
Униң қаш-көз ойнитиши сени әсиргә алмисун.
26 Чүнки бузуқ аяллар түпәйлидин адәмләр бир парчә нанғиму зар болиду,
Ят адәмниң зинахор аяли болса кишиниң қиммәтлик җенини өзигә ов қиливалиду.
27 Отни қойнуңға салсаң,
Өз кийимиңни көйдүрмәмсән?
28 Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
29 Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду;
Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
30 Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
31 Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса,
Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду;
У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.
32 Һалбуки, башқиларниң хотуни билән зина қилғучи униңдинму бәттәр болуп, толиму ғәпләтликтур;
Ундақ қилғучи өз-өзини һалак қилиду.
33 У зәхмәт йәйду, шәрмәндә болиду,
Униң рәсваси һеч өчүрүлмәйду.
34 Чүнки күнләш оти әрни дәрғәзәпкә кәлтүриду,
Интиқам алған күнидә у һеч рәһим қилмайду.
35 Төләм пули берәй десәңму у қобул қилмайду,
Һәр қанчә соға-салам бәрсәңму уни бесиқтурғили болмайду.