19
1 Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл,
Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.
2 Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас;
Алдираңғу йолдин чиқар.
3 Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр;
Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4 Байлиқ достни көп қилар;
Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6 Тола адәм сехийдин илтипат көзләр;
Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7 Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр;
Униң достлири техиму жирақ қачар;
Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8 Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр;
Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму һалак болар.
10 Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас;
Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11 Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар;
Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар;
Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
13 Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур;
Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
14 Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур;
Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
15 Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар;
Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16 Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар;
Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
17 Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған,
Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур;
Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18 Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп,
Уни җазалап тәрбийә берип турғин;
Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
19 Қәһрлик киши җаза тартар;
Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин,
Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар;
Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.
22 Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур;
Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр;
У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.
24 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән,
Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.
25 Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур;
Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ,
Униң билимини техиму зиядә қилар.
26 Атисиниң мелини булиған,
Анисини өйидин һайдап чиқарған,
Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң,
Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.
28 Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур;
Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.
29 Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур,
Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.