12
1 Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур;
Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур.
2 Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр;
Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр.
3 Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас;
Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс.
4 Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур;
Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр.
5 Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар;
Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.
6 Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур;
Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.
7 Яманлар ағдурулуп, йоқилар;
Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.
8 Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар;
Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас.
9 Пеқир туруп хизмәткари бар киши,
Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.
10 Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар;
Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.
11 Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар;
Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
12 Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар;
Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13 Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар;
Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.
14 Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар;
Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
15 Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр;
Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
16 Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр;
Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
17 Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр;
Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
18 Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар;
Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
19 Растчил мәңгү турғузулиду;
Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
20 Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур;
Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21 Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс;
Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр.
22 Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.
23 Пәмлик адәм билимини йошурар;
Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.
24 Тиришчан қол һоқуқ тутар;
Һорун қол алванға тутулар.
25 Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр;
Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.
26 Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр;
Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар.
27 Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс;
Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур.
28 Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар;
Шу йолда өлүм көрүнмәстур.