4
Худа йолида яшаш
1 Әнди Мәсиһ тенидә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзүңларни қуралландуруңлар. (чүнки Худа йолида өз тенидә азап-оқубәт чәккән киши гунадин қол үзгән болиду;
2 ундақ киши тенидә қалған һаятини йәнә инсаний нәпс-һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзиду).
3 Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән, йәни һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар!
4 Бу ишларда улар силәрниң уларға һәмраһ болуп шундақ ипласлиққа жүгүрмигәнлигиңларға әҗәблинип, силәрни һақарәтлимәктә.
5 Улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду.
6 Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар сорақ қилинидиғандәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән.
Худаниң садиқ хизмәтчиси
7 Әнди барлиқ ишларниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта; шуңа, салмақ болуңлар вә дуа қилишқа сәгәк туруңлар.
8 Лекин һәммидин муһими, бир-бириңларға қизғин меһир-муһәббәттә турувериңлар. Чүнки «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар».
9 Бир-бириңлардин ағринмай өз ара меһмандост болуңлар.
10 Худа тәрипидин һәр бириңларға ата қилинған илтипатқа бенаән, униң һәртәрәплик меһри-шәпқитини кишиләргә йәткүзидиған яхши ғоҗидарлар сүпитидә, бу илтипат билән бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
11 Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун. Ким башқиларға хизмәт қилса, у Худа ата қилған күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Шундақ болғанда, Худа һәммә ишта Әйса Мәсиһ арқилиқ улуқлиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуптур, амин!
Етиқатчиларниң азап-оқубәткә сәвир қилиши
12 Сөйүмлүклирим, отлуқ синақниң бешиңларға чүшкәнлигигә қарап, әҗайип ишқа йолуғуп қалдим, дәп һәйран қалмаңлар.
13 Бәлки, Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә қандақ ортақ болған болсаңлар, силәр шундақ шатлиниңлар. Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр.
14 Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду.
15 Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатил, оғри, рәзил яки чепилғақ болуш сәвәвидин болмисун.
16 Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам билән аталғанлиғи үчүн Худаға мәдһийә оқусун.
17 Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду; вә әгәр биз билән башланса, у һалда Худаниң хуш хәвиригә қулақ салмиғанларниң ақивити немә болар?
18 Дәл муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: —
«Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса,
Ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
19 Шуниң үчүн, Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун.