5
Напакларни баргаһтин айриш керәк
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: — 2-3 Сән Исраилларға әмир қилип: «Силәр писә-мохо кесили билән ақма кесилигә гириптар болғанларни, шундақла өлүккә тегиши билән напак болуп қалған һәммисини әр-аял демәй баргаһтин чиқириветиңлар. Баргаһларни булғивәтмәслиги үчүн уларни баргаһтин чиқириветиңлар; чүнки Мән баргаһ оттурисида макан қилдим» — дегин, — деди.  
Исраиллар шундақ қилип уларни баргаһтин чиқиривәтти; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Исраиллар шундақ қилди.
 
Төләм төләш низами — «итаәтсизлик қурбанлиғи» вә қошумчә төләм
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларға ейтқин: — Мәйли әр яки аял болсун, әгәр у инсанларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилидиған һәр қандақ гуналиридин бирини садир қилип, шуниң билән гунакар дәп бекитилсә, ундақта у өзи өткүзгән гунайиға иқрар қилип, итаәтсизлиги кәлтүрүп чиқарған, зиянланғучиниң зийинини толуқ төләп бериши керәк вә униң сиртида у кишигә йәнә бәштин бир үлүшни қошуп төләп бәрсун. Зиянланғучиниң мабада итаәтсизлик кәлтүрүп чиқарған зиянға берилгән төләм пулини алғидәк туққини болмиса, төләм пули гунакар болған кишиниң кафаритигә сунулидиған қошқарға қошулуп, Пәрвәрдигарға атилип, каһинға берилсун. Шуниңдәк Исраилларниң Худаға атиған барлиқ муқәддәс һәдийәлири, йәни каһинға кәлтүргән нәрсиләрдин барлиқ «көтәрмә қурбанлиқ-һәдийә»ләр каһинға һесап болсун. 10 Һәр ким Худаға атиған һәдийәләр муқәддәс дәп һесаплансун, шундақла каһинниң болсун; кишиләр каһинға немә һәдийә қилса, униң һәммиси каһинниң болсун.
 
Зина қилди дәп әрз қилинған хотунни синаш усули вә бир тәрәп қилиш низами
11 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
12 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр бирисиниң хотуни өз еридин йүз өрүгән, садақәтсизлик қилған болса, 13 — демәк, башқа бириси билән йеқинлашқан, шундақла униң булғанғанлиғи ериниң көзлиридин йошурун болған болса, һеч гувачи болмиған һәм гуна қилған чеғида тутулупму қалмиған болса, 14 шундақ әһвалда, ери өз хотунидин гуман қилип күнлисә, хотуни растла зина қилип булғанған болса (яки өз хотуниға гуман қилип күнлисиму, хотуни зина қилмиған вә булғанмиған болса) 15 әһвалини испатлаш үчүн бу адәм хотунини каһинниң йениға әкәлсун һәм хотуни үчүн зөрүр ашлиқ һәдийәси, йәни арпа ундин ондин бир әфаһни алғач кәлсун; шу һәдийәниң үстигә у һеч зәйтун мейи қуймисун яки һеч мәстики қошуп қоймисун; чүнки бу күндашлиқ һәдийәси, әсләтмә ашлиқ һәдийәси болуп, уларниң қәбиһлигигә болған әсләтмидур.
16 Каһин у хотунни алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң һозурида турғузсун. 17 Каһин комзәккә муқәддәс судин қуюп, ибадәт чедириниң йәр тописидин бир чимдим елип суға чечип қойсун. 18 Каһин у хотунни Пәрвәрдигарниң һозурида турғузуп, бешини ечип, әсләтмә ашлиқ һәдийәси, йәни күндашлиқ һәдийәсини униң қолиға тутқузсун, андин каһин қолиға қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини алсун. 19 Каһин у хотунға қәсәм ичкүзүп, униңға «Дәрвәқә сән һеч қандақ адәм билән биллә ятмиған, ериңниң орнида башқа бириси билән биллә болушқа езип бузуқлуқ қилмиған болсаң, ундақта сән бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйидин халас болғайсән. 20 Лекин сән ериңниң орнида башқа бирисигә йеқинлишип өзүңни булғиған болсаң, ериңдин башқа бир әр сән билән биллә ятқан болса, —» десун; 21-22 андин каһин у хотунға қарғиш қәсимини ичкүзгәндин кейин, йәнә униңға: «— Пәрвәрдигар янпашңни йиглитип, қосиғиңни ишшитивәтсун, шуниңдәк Пәрвәрдигар сени өз хәлқиң ичидә қарғиш вә қәсәм ичиш дәстикигә айландурсун; бу қарғиш сүйи ич-қарниңға кирип, қосиғиңни ишшитивәтсун, янпашңни йигилитивәтсун» дегәндә, у хотун: «Амин, амин» десун.
23 Шуниңдәк каһин бу қарғиш сөзлирини дәптәргә пүтүп қойсун, шундақла язған сөзләрни әләм сүйигә чилисун, 24 андин у хотунға бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини ичкүзсун, бу қарғиш кәлтүргүчи су униң ичигә кириши биләнла униңға азап-әләм болиду. 25 Каһин у хотунниң қолидин күндашлиқ ашлиқ һәдийәсини елип, уни Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлитип болғандин кейин, қурбангаһқа елип кәлсун. 26 Каһин һәдийәдин бир сиқим ун елип, хатирә һесавида қурбангаһқа қоюп көйдүрсун; андин у хотунға бу суни ичкүзсун.
27 Каһин әнди у хотунға суни ичкүзгәндин кейин, әгәр у һәқиқий булғанған болуп, өз еригә садақәтсизлик қилған болса, чоқум шундақ болидуки, бу қарғиш сүйи униң ичигә киргәндин кейин униңға азап-әләм кәлтүриду; униң қосиғи ишшип, янпиши йигиләп кетиду; шуниң билән у хотун өз хәлқи ичидә қарғишқа кетиду. 28 Лекин әгәр у хотун булғанмиған пак болса, шу иштин халас болиду вә әксичә һамилдар болуп пәрзәнтлик болиду.
29 Мана бу күндашлиқ тоғрисидики қанундур; хотун өз ериниң орнида башқа бириси билән биллә болуши билән езип булғанған болса 30 вә яки бириси хотунидин гуман қилип күнлисә, ундақта у хотунини Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун, каһин униңға шу қанун бойичә һәммини иҗра қилсун. 31 Әнә шундақ қилғанда, әр гунадин халас болуп, хотун өз гунайини көтириду.
 
 
5:2-3 «писә-мохо кесили билән ақма кесилигә гириптар болғанлар» — «Лав.» 13-бапни, 15-бап 16-, 19-, 25-, 31-айәтни көрүң. «өлүккә тегиши билән напак болуп қалған...» — мәсилән, уруқ-туққинини дәпнә қилиши билән. «баргаһлар» — һәр қайси қәбилиләрниң өз баргаһлири, демәкчи. 5:2-3 Лав. 13:3, 46; 15:2; 21:1 5:6 Лав. 5:21, 22 5:7 Лав. 5:24 5:8 Лав. 5:21-26 5:10 Лав. 10:12 5:15 «бир әфаһ» —— тәхминән 2 күрә яки 22 литр еди. 5:17 «муқәддәс су» — «жуюнуш деси»дин елинған су болса керәк. 5:19 «ериңниң орнида» — бу дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси «ериңниң әмри астида туруп». 5:29 «ериңниң орнида» — бу дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси «ериниң әмри астида туруп». 5:31 «хотун өз гунайини көтириду» — гунайи бар болса, әлвәттә. Бу қанунда әр билән хотунға нисбәтән бирәр баравәрсизлик барму? Мошу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.