10
1 «— Биз мана мошу барлиқ ишлар түпәйли муқим бир әһдини түзүп йезип чиқтуқ; әмирлиримиз, Лавийлиримиз билән каһинлиримиз буниңға өз мөһүрлирини басти».
Мөһүр басқанлар
2 Буниңға биринчи болуп мөһүр басқанлар Һақалияниң оғли, валий Нәһәмия билән Зәдәкия еди;
3 Андин каһинлардин Серая, Азария, Йәрәмия,
4 Пашхур, Амария, Малкия,
5 Һаттуш, Шәбания, Маллуқ,
6 Һарим, Мәрәмот, Обадия,
7 Даниял, Гиннитон, Баруқ,
8 Мәшуллам, Абия, Миямин,
9 Маазияһ, Билгай, Шемаялар; улар каһинлар еди.
10 Лавийлардин: — Азанияниң оғли Йәшуа, Һенададниң әвлатлиридин Биннуи билән Кадмийәл
11 вә уларниң қериндашлиридин Шәбания, Ходия, Келита, Пелая, Һанан,
12 Мика, Рәхоб, Һашабия,
13 Заккор, Шәрәбия, Шәбания,
14 Ходия, Бани, Бенину еди.
15 Җамаәт башлиқлиридин: Парош, Паһат-Моаб, Елам, Затту, Бани,
16 Бунни, Азгад, Бибай,
17 Адония, Бигвай, Адин,
18 Атер, Һәзәкия, Аззур,
19 Ходия, Һашум, Бизай,
20 Һариф, Анатот, Небай,
21 Магпияш, Мәшуллам, Һезир,
22 Мәшәзабәл, Задок, Яддуа,
23 Пилатия, Һанан, Аная,
24 Һошия, Һанания, Һашшуб,
25 Һаллохәш, Пилха, Шобәк,
26 Рәһум, Һашабнаһ, Маасеяһ,
27 Ахияһ, Һанан, Анан,
28 Маллуқ, Һарим, Баанаһлар еди.
Әһдиниң мәзмуни: — Тәврат қануниға әмәл қилиш
29 Қалған хәлиқ: — Каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр, ибадәтханиниң хизмәткарлири вә шуниңдәк өзлирини зиминлардики таипиләрдин айрип чиқип, Худаниң Тәврат қануниға қайтқанларниң һәр бири вә уларниң аяллири вә оғул-қиз пәрзәнтлири қатарлиқ һидайәт тепип йорутулғанларниң һәммиси
30 өз қериндашлири болған мөтивәрләр билән қошулуп: «Өзимизни қарғиш қәсими билән әһдигә бағлап, Худаниң қули Муса арқилиқ җакалиған Тәврат қанунида меңип, Рәббимиз Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлири, һөкүм-бәлгүлимилирини тутуп әмәл қилимиз;
31 қизлиримизни бу жуттики ят әлликләргә ятлиқ қилмаймиз һәм оғуллиримизғиму уларниң қизлирини елип бәрмәймиз;
32 бу жуттики ят әлликләр шабат күнидә мал-тавар вә ашлиқлирини әкилип сатмақчи болса, шабат күнлири яки һәр қайси башқа муқәддәс күнләрдиму улардин қәтъий һеч немә сетивалмаймиз; һәр йәттинчи жили йәрни териқсиз ақ қалдуримиз һәм барлиқ қәризләрни кәчүрүм қилимиз» — дейишти.
Муқәддәс өйгә тәқдим бериш тоғрисидики бәлгүлимиләр
33 Биз йәнә өзимизгә һәр бир адәм һәр жили Худайимизниң өйиниң хизмәт хираҗити үчүн үчтин бир шәкәл күмүч беришкә бәлгүлимиләрни бекиттуқ;
34 бу пул «тизилидиған тәқдим нан»лар, дайимий ашлиқ һәдийәләр, дайимий көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни билән йеңи айлардики көйдүрмә қурбанлиқлар, қәрәли бекитилгән һейтларда қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн, һәр хил муқәддәс буюмлар үчүн, Исраилға кафарәт кәлтүридиған гуна қурбанлиқлири үчүн, шуниңдәк Худайимизниң өйидики барлиқ хизмәтләрниң хираҗити үчүн ишлитилсун дәп бәлгүләнди.
35 Биз йәнә ата җәмәтлиримиз бойичә каһинлар, Лавийлар вә хәлиқ арисида чәк ташлап, һәр жили бәлгүләнгән қәрәлдә Худайимизниң өйигә Тәврат қанунида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһида қалаш үчүн отун йәткүзүп бериш нөвәтлирини бекиттуқ;
36 йәнә һәр жили етизимиздики тунҗа пишқан һосулни, һәммә мевилик дәрәқләрниң тунҗа пишқан мевилирини Пәрвәрдигарниң өйигә йәткүзүп беришни,
37 шундақла Тәврат қанунида пүтүлгинидәк, тунҗа оғлимизни вә кала, қой-оғлақ падилиридин тунҗа чарпийимизни Худаниң өйигә апирип, у өйдә вәзипә өтәватқан каһинларға әпкелишни,
38 һәр бир йеңи хемирниң дәсләп пишқан нанлиридин бирни, шундақла барлиқ «көтәрмә һәдийә»лиримизни тәқдим қилишни, һәр хил дәрәқләрдин дәсләпки пишқан мевиләрни, йеңи шарап, йеңи зәйтун мейини Худайимизниң өйиниң ғәзнә-амбарлириға апирип беришни, йәни каһинларға йәткүзүп беришни, шуниңдәк етизлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини Лавийларға беришни бекиттуқ; Лавийлар бизниң териқчилиққа тайинидиған шәһәрлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини тапшурувалсун дәп бекиттуқ;
39 шуниңдәк, Лавийлар чиққан һосулниң ондин бирини тапшурувалған чағда Һарунниң әвлатлиридин каһин болған бириси улар билән биллә болсун, Лавийлар әшу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип Худаниң өйигә, униң ғәзнә-амбарлириға сақлашқа тапшурсун дәп бәлгүлидуқ.
40 Исраиллар билән Лавийлар ашлиқтин, йеңи шараптин, йеңи зәйтун мейидин «көтәрмә һәдийә» қилип муқәддәс җайдики әсвап-үскүниләр сақлинидиған ғәзнә-амбарларға, йәни вәзипә өтәйдиған каһин, дәрвазивән вә ғәзәлкәшләр туридиған җайға тапшуруши керәк. Биз Худайминизниң өйиниң һаҗәтлиридин һәргиз өзимизни тартмаймиз!