2
— Әнди, һәй каһинлар, бу әмир-пәрман силәргә чүшти: —
Силәр аңлимисаңлар, намимға шан-шәрәп кәлтүрүшкә көңүл қоймисаңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән араңларға ләнәтни чүшүрүп әвәтимән; силәрниң бәрикәтлириңларғиму ләнәт қилимән. Бәрһәқ, Мән аллиқачан уларға ләнәт оқудум, чүнки силәр шәривимгә көңүл қоймидиңлар. Мана, Мән уруқлириңларға тәнбиһ беримән, силәрниң йүзүңләргә поқ, һейтиңлардики поқни сүримән; бириси силәрни шу поқ билән биллә апирип ташлайду. Шуниң билән силәр Мениң силәргә бу әмирни әвәткәнлигимни билисиләр, мәхсәт, Мениң Лавий билән түзгән әһдәмниң сақлинивериши үчүндур, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— Мениң униң билән түзгән әһдәм һаятлиқ һәм арам-хатирҗәмлик елип келиду; уни Мәндин қорқсун дәп буларни униңға бәрдим; у Мәндин қорқуп намим алдида титригән еди. Ағзидин һәқиқәтниң тәлим-тәрбийиси чүшмигән, ләвлиридин наһәқлиқ тепилмиған; у арамлиқ-хатирҗәмлик һәм дуруслуқта Мән билән биллә маңған, нурғун кишиләрни қәбиһликтин яндурған. Чүнки каһинниң ләвлири илим-билимни сақлиши керәк, хәлиқләр униң ағзидин Тәврат-қанунини издиши лазим; чүнки у самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң әлчисидур.
— Бирақ силәр йолдин чәтнәп кәттиңлар; силәр нурғун кишиләр үчүн Тәврат-қанунини путликашаңға айландурувәттиңлар; силәр Лавий билән түзүлгән әһдини бузғансиләр — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — шуңа Мән силәрниму пүтүн хәлиқ алдида нәпрәтлик вә пәскәш қилдим, чүнки силәр йоллиримни тутмиған, шундақла Тәврат-қанунини иҗра қилғанда бир тәрәпкә ян басқан.
 
Хәлиқниң вапасизлиғи
10 — Биздә бир ата бар әмәсму? Бизни Яратқучи пәқәт бирла Тәңри әмәсму? Әнди немишкә һәр биримиз өз қериндишимизға вапасизлиқ қилип, ата-бовилиримиз билән түзгән әһдисини булғаймиз?
11 Йәһуда вапасизлиқ қилди, Исраилда һәм Йерусалимда жиркиничлик бир иш садир қилинди; чүнки Йәһуда Пәрвәрдигар сөйгән муқәддәс җайини булғап, ят бир илаһниң қизини әмригә алди. 12 Ундақ қилғучи, йәни аздурғучи болсун, аздурулғучи болсун, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға «ашлиқ һәдийә»ни елип кәлгүчи болсун, Пәрвәрдигар уларни Яқупниң чедирлиридин үзүп ташлайду.
13 Силәр шуниңдәк шундақ қилисиләрки, қурбангаһни көз яшлири, жиға, аһ-зарлар билән қаплайсиләр — чүнки У қурбанлиқ-һәдийиләргә һеч қаримайдиған болди, униңдин һеч рази болмай қолуңлардин қобул қилмайдиған болди. 14 Бирақ силәр: «немишкә?» дәп сорайсиләр.
— Чүнки Пәрвәрдигар сән вә яшлиғиңда алған аялиң оттурисида гувачи болған еди; сән униңға вапасизлиқ қилдиң, гәрчә у сениң һәмраһиң вә сән әһдә түзгән аялиң болсиму. 15 Худа әр-аялни бир қилған әмәсму? Шундақла, буниңға Роһини қалдурған әмәсму? Худа немишкә уларни бир қилди? Чүнки У улардин ихласмән пәрзәнт күткән еди. Әнди һәр бириңлар өз қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиси яшлиқта алған аялиға вапасизлиқ қилмисун! 16 Чүнки Мән талақ қилишқа өчтурмән, дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, — шуниңдәк өз тониға зомбурлуқ чаплаштурувалғучиға өчмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— шуңа қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиңлар вапасизлиқ қилмаңлар!
 
Әһдә әлчиси келиду - тәйяр болуңлар!
17 — Силәр сөзлириңлар билән Пәрвәрдигарниң сәвир-тақитини қоймидиңлар, андин силәр: «Биз немә қилип Униң сәвир-тақитини қоймаптуқ?» — дәйсиләр.
Сәвир-тақитини қоймиғанлиғиңлар болса дәл: «Рәзиллик қилғучи Пәрвәрдигарниң нәзиридә яхшидур, У улардин хурсән болиду»; яки «Адаләтни жүргүзгүчи Худа зади нәдидур?» — дегиниңләрдә болмамду!
 
 
2:2 Лав. 26:14; Қан. 28:15 2:3 «Мана, Мән уруқлириңларға тәнбиһ беримән» — ибраний тилидиму уйғур тилиға охшаш, «уруқ» дегән сөз һәм зираәтләрниң данлири һәм адәм пәрзәнтлирини көрситиду. Бәлким бу йәрдә қәстән икки бислиқ мәнидә ишлитилгән. «һейтиңлардики поқ» — һейттики нурғун қурбанлиқ қилинған малларниң поқлирини көрситиду. Қурбанлиқ қилинған малларниң поқлирини ибадәтханидин елип чиқип сиртта көйдүрүветиш каһинларниң мәсъулийити еди (мәсилән, «Мис.» 29:14, «Лав.» 4:11). 2:4 «Мениң Лавий билән түзгән әһдәм» — «Лавий» һәзрити Яқупниң 12 оғлидин бири еди, шуңа Исраилниң 12 қәбилисидин бири болған. Муса пәйғәмбәрниң дәвридә Худа каһинлиқ хизмитини Лавий қәбилисигә тапшурған («Мис.» 32-бап, «Чөл.» 25-бап, «Қан.» 11:8-33-айәтләрни көрүң). 2:10 «Биздә бир ата бар әмәсму?» — 10-17-айәтләргә қариғанда, «ата» дегән Худани көрситиду. Бирақ бәзи алимлар у «һәзрити Ибраһим»ни көрситиду, дәп қарайду. 2:11 «ят бир илаһниң қизини әмригә алди» — «ят (әҗнәбий) бир илаһниң қизи» бу йәрдә ейтилғини, чәтәллик бир қиз билән той қилиш әмәс, бәлки бутқа чоқунидиған бир қиз билән той қилиш. 2:13 «қурбангаһни көз яшлири, жиға, аһ-зарлар билән қаплайсиләр» — мошу «көз яшлири» Худа хәлиқниң дуа-тилавәтлирини (қурбанлиқлар буларға қошулған болсиму) аңлимиғандин кейин, уларниң көзидин чиққан яш болса керәк. Бәзи алимлар 14-айәткә қариғанда көз яшлирини вапасизлиққа учриған аялларниңки, дәп қарайду (аяллар адәттә қурбангаһ алдида көрүнсә болмайтти, бирақ уларниң азаплиқ яшлири Худа алдида «қурбангаһимни қаплиған» дәп һесаплиған). Бу көзқараш орунлуқтәк болғини билән биз биринчи қарашта болимиз. 2:15 «Худа әр-аялни бир қилған әмәсму? Шундақла, буниңға Роһини қалдурған әмәсму? Худа немишкә уларни бир қилди?» — айәтниң биринчи қисминиң тәрҗимилири һәр хил. Улардин бири: «Кимдә Роһтин (йәни, Худаниң Роһидин) азрақ бар болсила, һәргиз ундақ қилмайду». Ибраний тилида бу йәрни чүшиниш тәс. Бәзи алимларму бу айәтни Ибраһимниң пәрзәнт көрәй дәп, Һәҗәрни елиши Сараһқа бир хил вапасизлиқ болғанлиғини билдүриду, дәп чүшиниду. Бирақ умумий мәнаси һәммигә аянки, Худа вапасизлиққа вә (гәрчә Тәврат дәвридә Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ талақ беришкә рухсәт бәргән болсиму) талақ беришкә өч (16-айәтниму көрүң). 2:16 «мән талақ қилишқа өчтурмән, дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, — Шуниңдәк өз тониға зомбурлуқ чаплаштурувалғучиға өчмән» — кона заманларда бириси өз чапинини яки тонини мәлум бир қизниң үстигә япқан болса, бу һәрикәт бу қизға қоғдиғучи болимән, уни әмримгә алимән, дегәнни билдүрәтти («Рут» 3-бап, «Әз.» 16-бапни көрүң). Бирақ мошундақ әрләр аяллириға қоғдиғучи болмайла қалмастин, уларға һәр хил зулум-зорлуқларни қилатти яки ахирида уларни талақ қилатти; андин кейин (11-айәт) бутпәрәс қиз билән той қилатти. Башқа бир шил тәрҗимиси: ««Чүнки у җорисиға өч болуп, уни талақ қилған вә шундақла зораванлиқ билән тонони япқан» дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар». Бу тәрҗимә тоғра болса, Тәврат дәвридә Пәрвәрдигарниң: «өчмәнлик талақ беришкә сәвәп болмайду» дегән һөкүмини билдүриду.