16
Әйса өлүмдин тирилиду
Мат. 28:1-8; Луқа 24:1-12; Юһ. 20:1-10
1 Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди.
2 Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди.
3 Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти.
4 Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди.
5 Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти.
6 Лекин у уларға:
— Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай!
7 Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди.
8 Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һеч немини ейтмиди.
Әйсаниң магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши
Мат. 28:9-10; Юһ. 20:11-18; Луқа 24:13-35
9 Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди.
10 Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди.
11 Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди.
Әйсаниң икки мухлисиға көрүнүши
12 Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди.
13 Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди.
Әйсаниң он бир мухлисиға көрүнүши
Мат. 28:16-20; Луқа 24:36-49; Юһ. 20:19-23; Рос. 1:6-8
14 Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди.
15 У уларға мундақ деди:
— Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар.
16 Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду.
17 Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду,
18 улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.
Әйсаниң асманға көтирилиши
Луқа 24:50-53; Рос. 1:9-11
19 Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди.
20 Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди.