3
Бешарәтләр 2-қатар •••• Йетәкчиләрниң һалиға вай!
1 Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири,
Исраил җәмәтиниң әмирлири!
Адил һөкүмни билиш силәргә хас әмәсму?
2-3 И яхшилиқни өч көргүчи,
Яманлиқни яхши көргүчиләр —
Силәр Өз хәлқимдин терисини,
Устиханлиридин гөшини юлидиған,
Уларниң гөшини йәйдиған,
Териси союлғичә үстидин савайдиған,
Устиханлирини чақидиған,
Уларни қазанға тәйярлиғандәк,
Даш қазандики гөшни тоғриғандәк тоғрайсиләр!
4 Буниңдин кейин улар Пәрвәрдигарға нида қилиду,
Бирақ У уларни аңлимайду;
Уларниң қилмишлиридики һәр түрлүк қәбиһлиги үчүн,
У чағда У йүзини улардин қачуруп йошуриду!».
Сахта пәйғәмбәрләрниң һалиға вай!
5 Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: —
(Улар чишлири билән чишләйду,
«Аман-течлиқ!» дәп вақирайду,
Кимәрким уларниң гелини майлимиса,
Шуларға қарши уруш һазирлайду!)
6 — Шуңа силәрни «аламәт көрүнүш»ни көрмәйдиған бир кечә,
Пал салғили болмайдиған қараңғулуқ басиду;
Пәйғәмбәрләр үчүн қуяш патиду,
Күн улар үстидә қара болиду;
7 «Аламәт көрүнүшни көргүчиләр» шәрмәндә болиду,
Палчилар йәргә қаритилиду;
Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду;
Чүнки Худадин һеч җавап кәлмәйду.
8 Бирақ мән бәрһәқ Пәрвәрдигарниң Роһидин күчкә толғанмән,
Яқупқа өзиниң итаәтсизлигини,
Исраилға униң гунайини җакалаш үчүн,
Тоғра һөкүмләргә һәм қудрәткә толғанмән.
9 Буни аңлаңлар, өтүнимән, и Яқуп җәмәтиниң һакимлири,
Исраил җәмәтиниң әмирлири!
Адил һөкүмгә өч болғанлар,
Барлиқ адаләтни бурмилайдиғанлар,
10 Зионни қан төкүш билән,
Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!
11 Зионниң һакимлири парилар үчүн һөкүм чиқириду,
Каһинлар «иш һәққи» үчүн тәлим бериду;
«Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду;
Бирақ улар «Пәрвәрдигарға тайинар»миш техи,
Вә: — «Пәрвәрдигар аримизда әмәсму?
Бизгә һеч яманлиқ чүшмәйду» — дейишиду.
12 Шуңа силәрниң вәҗәңлардин Зион теғи етиздәк ағдурулиду,
Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду,
«Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас.