16
Алдамчи ғоҗидар тоғрисидики тәмсил — дуниядики байлиқни қандақ ишлитиш керәк?
1 У мухлислириға йәнә мундақ деди:
— Бир байниң бир ғоҗидари бар екән. Бириси байға: «Бу ғоҗидариңиз мал-мүлкиңизни бузуп чачти» дәп шикайәт қипту.
2 У ғоҗидарни чақирип, униңға: «Мениң сениң тоғраңда аңлиғанлирим зади қандақ гәп? Ғоҗидарлиғиңдики һесап-китапни ениқ тапшур; чүнки мундин кейин сән ғоҗидар болмайсән» — дәпту.
3 Ғоҗидар әнди өз ичидә: «Немә қилай? Чүнки ғоҗайиним мени ғоҗидарлиқтин мәһрум қилиду. Кәтмән чапай десәм унчилик мағдур йоқ, тиләмчилик қилай десәм номус қилимән.
4 Һә, таптим! Ғоҗидарлиқтин қалғинимда кишиләрниң мени өйлиригә қарши елиши үчүн, немә қилишимни әнди билдим» дәп
5 өз ғоҗайиниға қәриздар болғанларни бирдин-бирдин чақирип келип, биринчисидин: «Ғоҗайинимға қанчилик қәрзиңиз бар?» дәп сорапту.
6 Вә қәриздар: «Йүз туң зәйтун мейи» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Мана, һесапат дәптириңизни елип, бу йәрдә олтирип әллик туңға өзгәртиветиң!» дәпту.
7 Андин у йәнә биригә: «Сизчу, қанчилик қәриз болдиңиз?» дәп сорапту. У: «Йүз күрә буғдай» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Һесапат дәптириңизни елип сәксән күригә өзгәртиветиң!» дәпту.
8 Шуниң билән униң ғоҗайини сәмимийәтсиз ғоҗидарниң бу иштики пәмликлиги үчүн униңға қайил болуп махтапту. Чүнки бу дунияниң пәрзәнтлири өз дәвридә нурниң пәрзәнтлиридин пәмликтур.
9 Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду.
10 Кимки кичиккинә ишта садиқ болса, чоң иштиму садиқ болиду; вә кимки кичиккинә ишта сәмимийәтсиз болса, чоң иштиму сәмимийәтсиз болиду.
11 Шуңа әгәр «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния»да садиқ болмисаңлар, ким силәргә һәқиқий байлиқларни тапшурсун?
12 Вә башқиларниң нәрсилиридә садиқ болмисаңлар ким силәргә өзүңларниң нәрсисини бәрсун?
13 Һеч ким икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға өзини пүтүнләй беғишлап, униңға етиварсиз қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниңму бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
14 Әнди Пәрисийләр (улар пулға амрақ еди) буларниң һәммисини аңлап Әйсани мәсқирә қилишти.
15 Вә у уларға мундақ деди: — «Силәр өзүңларни адәмләрниң алдида һәққаний қилип көрсәткүчидурсиләр; лекин Худа қәлбиңларни билиду. Чүнки адәмләрниң арисида қәдирлинидиғини Худаниң нәзиридә жиркиничликтур.
16 Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң язмилири чөмүлдүргүчи Йәһяғичә һидайәт болуп кәлди; шу вақиттин башлап Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири җакалинип келиватиду; падишалиққа кирмәкчи болғанларниң һәр бири униңға бөсүп киривелиши керәктур.
17 Лекин асман билән зиминниң йоқ қиливетилиши Тәвратниң бир чекити бекар қилиништин асандур.
18 — Һәр ким өз аялини талақ қилип башқа бирини алса зина қилған болиду вә кимки өз еридин талақ қилинғанни алса зина қилған болиду».
Бай билән тиләмчи Лазарус
19 — Бурун бир бай адәм бар еди; у сөсүн рәңлик тон вә канап кийимләрни кийип, һәр күни әйш-ишрәт ичидә тәнтәнә қилатти.
20 Вә пүтүн әзайини чақа-җаһарәт бесип кәткән Лазарус исимлиқ бир йоқсул бар еди; у байниң дәрвазисиниң алдиға һәркүни ятқузуп қоюлатти.
21 Униң дәстихинидин чүшүп қалған парчи-пуратлардин қосиғини тойғузғушқа тәшна еди. Һалбуки, иштлар келип униң ярилирини ялайтти.
22 Әнди шундақ болдики, йоқсул өлди вә пәриштиләр уни Ибраһимниң қучиғиға апарди. Бай һәм өлүп дәпнә қилинди;
23 вә тәһтисарада қаттиқ қийнилип, бешини көтирип, жирақтин Ибраһимни вә униң қучиғидики Лазарусни көрүп:
24 «Әй ата Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарусни әвәткәйсән, у бармиғиниң учини суға чилап, тилимға темитип совутқай. Чүнки мән бу от ялқунида қаттиқ азаплиниватимән!» дәп вақирап ялвурди.
25 Лекин Ибраһим мундақ деди: «Әй оғлум, һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көргиниңни вә Лазарусниң дәрд-бала тартқинини ядиңға кәлтүргин. Һазир у тәсәлли тапти, амма сән азап тартиватисән.
26 Вә булардин башқа, биз билән силәрниң арилиғимизда йоған бир һаң бекитилгәндурки, бу йәрдин силәр тәрәпкә өтәйли дегәнләр өтәләмәс вә андин биз тәрәпкә өтимиз дегәнләр өтәлмәс».
27 Әнди бай йәнә: «Ундақта, и ата, сәндин Лазарусни атамниң өйигә әвәтишиңни өтүнимән.
28 Чүнки мениң бәш ака-укам бар; уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн Лазарус уларни қаттиқ агаһландуруп қойсун» — деди.
29 Бирақ Ибраһим җавап берип униңға: «Уларда Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһ-гувалиғи бар; улар шуларни аңлисун» — деди.
30 Лекин у: «Яқ, и Ибраһим ата, әгәр өлгәнләрдин бири тирилип уларниң алдиға барса, улар товва қилиду» — деди.
31 Амма Ибраһим униңға: «Әгәр улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң гувалиқини аңлимиса, һәтта өлгәнләрдин бириси тирилсиму, улар йәнила ишинишни рәт қилиду» — деди.