13
Товва қилиш яки һалак болуш
1 Шу чағда, бир нәччә адәм униңға валий Пилатусниң бир қисим Галилийәликләрниң қенини төкүп, уларниң қанлирини улар қиливатқан ибадәтханидики қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурғанлиғини мәлум қилди.
2 У уларға җававән мундақ деди:
— Уларниң бу азапларни тартқини үчүн бу Галилийәликләрни башқа Галилийәликләрдин гунайи еғир дәп қарамсиләр?
3 Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
4 Силоам мәһәллисидики мунар өрүлүп чүшүп, он сәккиз кишини бесип өлтүрүп қойған, силәр уларни Йерусалимда туруватқан башқлардин қәбиһ, дәп қарамсиләр?
5 Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
Товва қилмаслиқниң ақивити — мевә бәрмәйдиған дәрәқ
6 Андин у бу тәмсилни сөзләп бәрди:
— Мәлум бир кишиниң үзүмзарлиғида тикилгән бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У у дәрәқтин мевә издәп кәпту, лекин һеч мевә тапалмапту.
7 У бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери бу әнҗир дәриғидин мевә издәп келиватимән, бирақ бир талму мевә тапалмидим. Уни кесивәт! У немә дәп йәрни бекардин-бекар егиләп туриду?» дәпту.
8 Лекин бағвән: «Ғоҗайин, униңға йәнә бир жил тәгмигәйла. Бу вақит ичидә униң түвидики топиларни бошитип, оғутлап бақай.
9 Әгәр келәр жили мевә бәрсә, яхши хоп! Бирақ бәрмисә, кесивәткәйла» дәпту бағвән.
Шабат күни док аялни сақайтиш
10 Бир шабат күни, у бир синагогта тәлим беривататти.
11 Мана шу йәрдә он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп, дөмчийип өрә туралмайдиған бир аял бар еди.
12 Әйса уни көргәндә, йениға чақирип:
— Ханим, сән бу зәиплигиңдин азат болдуң! — деди.
13 Андин у қолини униң учисиға қоювиди, аял дәрһал руслинип тик туруп, Худани улуқлиди.
14 Бирақ синагогниң чоңи Әйсаниң шабат күни кесәл сақайтқинидин ғәзәплинип, көпчиликкә:
— Адәмләр иш қилиш керәк болған алтә күн бар, шу күнләрдә келип сақайтилиңлар; лекин шабат күнидә ундақ қилмаңлар, — деди.
15 Шуңа Рәб униңға мундақ җавап бәрди:
— Әй сахтипәзләр! Һәр бириңлар шабат күни топақ вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили башлимамсиләр?!
16 Әнди Шәйтан мана он сәккиз жил боғуп кәлгән, Ибраһимниң бир қизи болған бу аял дәл шабат күнидә бу сиртмақтин бошитилса, бу шабат күниниң яришиқи болмамду?!
17 У мошу сөзни қилғанда, униңға қарши чиққанлар хиҗаләткә қалди; бирақ халайиқ униң қиливатқан һәммә әҗайип ишлиридин шатлинип яйриди.
Худаниң падишалиғини уруқ вә хемиртуручқа охшитидиған тәмсилләр
Мат. 13:31-33; Мар. 4:30-32
18 У сөзини давамлаштуруп мундақ деди:
— Худаниң падишалиғи немигә охшайду? Мән уни немигә охшитай?
19 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду; бириси уни елип өз беғида териған еди; у өсүп йоған дәрәқ болди; асмандики учар-қанатлар келип униң шахлирида угулиди.
20-21 У йәнә: — Худаниң падишалиғини немигә охшитай? У худди ечитқуға охшайду; бир аял уни қолиға елип, үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиди, — деди.
Һаятниң тар ишиги
Мат. 7:13-14, 21-23
22 Әйса Йерусалимға қарап сәпирини давамлаштуруп, бесип өткән һәр қайси шәһәр-йезиларда тәлим берип маңди.
23 Бир киши униңдин:
— И тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди.
Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди:
24 — Силәр тар ишиктин киришкә күрәш қилиңлар. Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, нурғун адәмләр кирәй дәп издәнсиму, амма кирәлмәйду.
25 Өйниң егиси орнидин туруп ишикни тақиғандин кейин, силәр ташқирида туруп ишикни қеқип: «Рәб, бизгә ачқин!» дәп ялвурғили турғиниңларда, у силәргә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән» — дәйду.
26 Андин силәр: «Биз сениң алдиңда йегән, ичкән, сәнму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар,
27 у йәнә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән, мәндин нери кетиңлар, әй қәбиһлик қилғучилар!» дәйду.
28 Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрниң Худаниң падишалиғи ичидә екәнлигини, өзүңларниң сиртқа ташливетилгиниңларни көргиниңларда, жиға-зерәлар көтирилиду, чишлар ғучурлайду.
29 У чағда, кишиләр мәшриқ билән мәғрибтин вә шимал билән җәнуптин келишип, Худаниң падишалиғида дәстиханда олтириду.
30 Шуниң билән мана, шу чағда алдида турғанлардин арқиға өтидиғанлар, арқида турғанлардин алдиға өтидиғанлар бар болиду.
Әйсаниң Йерусалимға бағлиған меһир-муһиббити
Мат. 23:37-39
31 Дәл шу вақитта бир нәччә Пәрисийләр Әйсаниң алдиға келип униңға:
— Мошу йәрдин чиқип өзүңни нериға ал. Чүнки Һерод сени өлтүрмәкчи, — деди.
32 У уларға:
— Берип шу түлкигә ейтиңлар: Мана мән җинларни һайдиветип, бүгүн вә әтә шипа берәрмән вә үчинчи күни такамуллаштурулимән, дәңлар.
33 Һалбуки, бүгүн вә әтә вә өгүнлүккә меңип жүрүшүм керәктур; чүнки һеч пәйғәмбәрниң өлтүрүлүши Йерусалимдин башқа һеч қандақ җайда мүмкин болмас.
34 Әй Йерусалим, Йерусалим! Пәйғәмбәрләрни өлтүридиған вә саңа әвәтилгәнләрни чалма-кесәк қилидиған шәһәр! Мән қанчә қетимлап мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк сениң балилириңни қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр халимидиңлар.
35 Мана өйүңлар ташлинип вәйранә болуп қалиду; вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр «Пәрвәрдигарниң нами билән кәлгүчигә мубарәк болғай!» демигичә, мени йәнә көрәлмәйсиләр.