5
Сурийәниң қошуниниң сәрдари Нааманниң сақайтилиши
Сурийә падишасиниң қошун сәрдари Нааман өз ғоҗисиниң алдида толиму қәдирләнди вә иззәтләнди, чүнки Пәрвәрдигар униң қоли арқилиқ Сурийәгә нусрәтләр бәргән еди. У батур җәңчи болғини билән, лекин мохо кесилигә гириптар болуп қалған еди.
Әнди Сурийләр топ-топ болуп, булаңчилиққа чиқип Исраилдин бир кичик қизни тутуп кәлгән еди; бу қиз Нааманниң аялиниң хизмитини қилатти. У ханимға: Кашки, мениң ғоҗам Самарийәдики пәйғәмбәрниң қешида болсиди! У уни мохо кесилидин сақайтатти, деди.
Нааман берип ғоҗисиға: — Исраилниң жутидин болған кичик қиз мундақ-мундақ ейтти, деди.
Сурийә падишаси: Яхши! Сән барғин, мән Исраилниң падишасиға бир мәктуп әвәтимән, деди. Нааман он талант күмүч билән алтә миң шәкәл алтун вә һәм он кишилик кийимни елип Исраилға барди.
У мәктупни Исраилниң падишасиға апирип тапшуруп бәрди. Мәктупта: — «Бу мәктуп саңа йәткәндә билгәйсәнки, мән өз хизмәткарим Нааманни сениң қешиңға маңдурдум. Сән уни мохо кесилидин сақайтқайсән», дәп пүтүлгән еди.
Исраилниң падишаси хәтни оқуп болуп, өз кийимлирини житип-житивәтти вә: — Мән Худаму? Кишини өлтүрүп һәм тирилдүрәләймәнму? Немишкә у киши: — Бу адәмни мохо кесилидин сақайтқин, дәп һавалә қилиду? Қени, ойлинип көрүңлар, у дәрвәқә мән билән җәң қилғили банә издәйду, деди.
Вә шундақ болдики, Худаниң адими Елиша Исраилниң падишасиниң өз кийимлирини житқинини аңлиғанда, падишаға адәм әвитип: Немишкә өз кийимлириңни життиң? У киши һазир бу йәргә кәлсун, андин у Исраилда бир пәйғәмбәр бар екән дәп билиду, деди.
Нааман атлири вә җәң һарвуси билән келип, Елишаниң өйиниң ишиги алдида тохтиди. 10 Елиша бир хәвәрчини маңдуруп Нааманға: — Берип Иордан дәриясида йәттә қетим жуюнуп кәлгин; шундақ қилсаң әтлириң әслигә келип пакиз болисән, деди.
11 Лекин Нааман аччиқлинип йенип келип: — Мана, у чоқум чиқип, мениң билән көришиду, өрә туруп Худаси Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип, яра җайниң үстидә қолини силкип, мохо кесилини сақайтиду, дәп ойлап кәлгән едим. 12 Дәмәшқниң дәриялири, йәни Абарна билән Фарпар дәриясиниң сулири Исраилниң һәммә сулиридин яхши әмәсму? Мән уларда жуюнсам пакиз болмамдим? — деди. У қаттиқ ғәзәплинип бурулуп йолға чиқти.
13 Лекин униң хизмәткарлири униң қешиға берип: — И атам, әгәр пәйғәмбәр силигә еғир бир ишни тапилиған болса, қилмасмидила? Ундақ болған йәрдә, у силигә суға чүшүп жуюнуп, пакиз болисила, дегән болса шундақ қилмамла? — дейишти.
14 Шуңа у чүшүп, Худаниң адиминиң сөзигә бенаән Иордан дәриясида йәттә қетим чөмүлди. Шуниң билән униң ети паклинип, кичик балиниң етидәк болуп сақайди.
15 Шуниң билән у барлиқ һәмраһлири билән Худаниң адиминиң қешиға қайтип келип, униң алдида туруп: — Мана әнди пүткүл йәр йүзидә Исраилдин башқа йәрдә Худа йоқ екән, дәп билип йәттим; әнди һазир, өз кәминәңдин бир соғатни қобул қилғин, деди.
16 Лекин Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, һеч немини қобул қилмасмән, деди. Нааман тола чиң турувалсиму, һеч қобул қилмиди.
17 Андин Нааман мундақ деди: — Әгәр қобул қилмисаң, кәминәңгә топидин икки қечир жүк берилсун; чүнки кәминәң бундин кейин Пәрвәрдигардин башқа һеч қандақ илаһларға көйдүрмә қурбанлиқ яки енақлиқ қурбанлиғини кәлтүмәйду. 18 Лекин Пәрвәрдигар кәминәңниң шу бир ишини кәчүрүм қилғай: ғоҗамниң өзи Риммонниң бутханисиға сәҗдә қилмақ үчүн киргәндә, мениң қолумға йөләнсә мән Риммонниң бутханисида тиз пүксәм, мошу амалсиз тиз пүккиним үчүн Пәрвәрдигар мән кәминәңни кәчүргәй, деди.
19 Елиша униңға: — Сән аман-хатирҗәмлиткә кәткин, деди. У униңдин айрилип азғинә йол маңди. 20 Лекин Худаниң адими Елишаниң хизмәткари Гәһази көңлидә: — Мана, у Сурийәлик Нааман елип кәлгән нәрсилиридин ғоҗам һеч немини алмай, уни бекар кәткүзүветипту. Лекин Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән униң кәйнидин жүгүрүп берип, униңдин азрақ бир нәрсә алай, дәп ойлиди. 21 Шуни дәп Гәһази Нааманниң кәйнидин барди. Нааман бир кимниң кәйнидин жүгүрүп келиватқинини көрүп, һарвусидин чүшүп униң алдиға берип: Һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
22 У: — Течлиқ, — деди, — амма ғоҗам мени маңдуруп: Мана әнди Әфраим тағлиғидин пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин икки жигит қешимға кәлди. Буларға бир талант күмүч билән икки кишлик кийим бәрсилә, дәп ейтти, — деди.
23 Нааман: — Икки талант күмүчни қобул қилғин, дәп уни зорлап икки талант күмүчни икки халтиға чегип, икки кишилик кийимни чиқирип бәрди. Буларни Нааман ғуламлиридин икки жигиткә йүдкүзди; улар Гәһазиниң алдида буларни көтирип маңди.
24 У турған дөңгә йәткәндә буларни уларниң қоллиридин елип өйигә тиқип қойди; андин бу адәмләрни кәткүзүвәтти. 25 Андин у ғоҗисиниң алдиға кирип турди. Елиша униңдин: — И Гәһази, нәгә берип кәлдиң? — дәп сориди. У җавап берип: Қулуң һечйәргә бармиди, — деди.
26 Елиша униңға: — Мәлум бир киши һарвусидин чүшүп, кәйнигә йенип, сениң алдиңға кәлгәндә, мениң роһум шу чағда сениң билән биргә барған әмәсму? Бу кишиләр күмүч билән кийим, зәйтун бағлири билән үзүмзарлар, қой билән кала, малайлар билән кенизәкләрни қобул қилидиған вақитму? 27 Лекин һазир Нааманниң мохо кесили саңа һәм нәслиңгә мәңгүгә чаплишиду, — деди. Шуниң билән у Елишаниң қешидин чиққанда қардәк ақ болуп қалди.
 
 
5:5 «он талант күмүч» — бир талант бәлким 30.6 килограм еди, шуңа бу 306 килограм күмүч еди. «Алтә миң шәкәл алтун» — 70 килограмчә болуши мүмкин еди. 5:7 Қан. 32:39; 1Сам. 2:6 5:14 Луқа 4:27 5:17 «енақлиқ қурбанлиғи» — яки пәқәт «қурбанлиқ». Адәттә бу сөз «енақлиқ қурбанлиғи» яки «тәшәккүр қурбанлиғи»ни билдүриду. Униң топини тәләп қилиши бәлким Исраилдики шу топа (қурбангаһ сүпитидә) үстидә өз қурбанлиқлирини қилмақчи болған болуши мүмкин. 5:18 «Риммон» — Сурийәниң «боран чиқарғучи бут»и еди. 5:27 Чөл. 12:10; 2Тар. 26:19, 20