15
Абияһ Йәһудаға һөкүм сүриду
2Тар. 13:1-23
Нибатниң оғли Йәробоам падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида Абиям Йәһуданиң үстигә падиша болуп    Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Маакаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.    Абиямниң қәлби бовиси Давутниң көңлидәк Худаси Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған әмәс еди, бәлки атиси Рәһобоамниң униңдин илгири қилған барлиқ гуналирида маңатти. Шундақтиму Давутниң сәвәвидин Худаси Пәрвәрдигар Йерусалимда униңға йоруқ бир чирақни қалдуруш үчүн, Давутниң әвладини униңдин кейинму тикләп турғузди вә Йерусалимни қоғдиди.    Чүнки Давут Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, Һиттий Урияға қилғанлиридин башқа өмриниң һәммә күнлиридә Пәрвәрдигар униңға әмир қилғанлиридин чиқмиди.
Әнди Абиямниң пүтүн өмридә Рәһобоам билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип турди.
Абиямниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Абиям билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип туратти.
Абиям өз ата-бовилириниң арисида ухлиди; улар уни «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилди. Андин оғли Аса орнида падиша болди.
 
Аса Йәһудаға һөкүм сүриду
2Тар. 14:1-2; 15:16; 16:6,11-14
Исраилниң падишаси Йәробоам сәлтәнитиниң жигирминчи жилида Аса Йәһуданиң үстигә падиша болуп 10  Йерусалимда қириқ бир жил сәлтәнәт қилди. Униң чоң анисиниң исми Маақаһ болуп, Абишаломниң қизи еди. 11  Аса атиси Давут қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. 12  У кәспий бәччивазларни зиминдин һайдап, ата-бовилири ясатқан һәммә жиркиничлик мәбудларни йоқитивәтти.    13  У йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «Ашәраһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.    14  «Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби өмриниң барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған еди. 15  Һәм атиси һәм у өзи Пәрвәрдигарға атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрди.
16  Әнди Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди. 17  Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди. 18  У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдә қалған барлиқ алтун-күмүч вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдә қалған алтун-күмүчни елип хизмәткарлириниң қолиға тапшурди; андин Аса падиша уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Һезионниң нәвриси, Табриммонниң оғли Бән-Һададқа әвәтти вә шулар билән бу хәвәрни йәткүзүп: —
19  «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтундин һәдийә әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
20  Бән-Һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Бәйт-Маақаһдики Абәл, пүткүл Киннәрәт жути билән Нафталиниң пүткүл зиминини беқиндурди. 21  Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, Тирзаһқа берип турди.
22  Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини һеч бирини қоймай чақирип жиғди; улар Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. Аса падиша мошуларни ишлитип Бинямин зиминидики Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
23  Әнди Асаниң башқа ишлири, униң зор қудрити, униң қилғининиң һәммиси, шундақла ясиған шәһәрләр тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Лекин қериғанда, униң путида бир кесәл пәйда болди. 24  Аса өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Йәһошафат орнида падиша болди.
 
Надаб Исраил үстигә һөкүм сүриду
25  Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәробоамниң оғли Надаб Исраил үстигә һөкүм сүрүшкә башлиди; у Исраилға икки жил падиша болди. 26  У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида меңип, атисиниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналирида маңди.
27  Лекин Иссакар җәмәтидин болған Ахияһниң оғли Бааша униңға қәст қилип, уни Филистийләрниң тәвәсидики Гиббетонда өлтүрди. Шу чағда Надаб пүтүн Исраиллар билән бирликтә Гиббетонға қоршап һуҗум қиливататти.
28  Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Бааша Надабни өлтүрүп, өзи униң орнида падиша болди. 29  Вә шундақ болдики, у падиша болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти. 30  Бу иш Йәробоамниң садир қилған гуналири һәм униң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири түпәйлидин болди; у шулар билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қаттиқ қозғиған еди. 31  Надабниң башқа ишлири билән қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
32  Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
 
Бааша Исраил үстигә һөкүм сүриду
33  Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Ахияһниң оғли Бааша пүтүн Исраил үстигә Тирзаһта һөкүм сүрүшкә башлиди; у жигирмә төрт жил сәлтәнәт қилди. 34  У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға патқузған гунайида маңди.
 
 
15:1 «Абиям» — башқа хил шәкли «Абияһ». 15:1 2Тар. 13:1 15:2 «Абишаломниң қизи» — яки «Абшаломниң қизи». Бу «Абишалом» Давутниң оғли Абшалом болуши мүмкин. 15:2 2Тар. 13:2 15:4 «Давутниң әвлади» — ибраний тилида «Давутниң оғли». «Шундақтиму Давутниң сәвәвидин Худаси Пәрвәрдигар Йерусалимда униңға йоруқ бир чирақни қалдуруш үчүн, Давутниң әвладини ... турғузди вә Йерусалимни қоғдиди» — Худаниң Давутқа бир «чирақ» қалдурғанлиғи, бәлким униң кейинки көп дәвирләргә: «Давут Мениң садиқ қулум еди» дәп испатлаш үчүн дайим униң ханданидикиләрдин бирини Йерусалимдики тәхтидә олтарғузуп келиватқанлиғини көрситиду. Шуниңдәк, Худа бу иш арқилиқ (Давутниң әвлатлириниң узунғичә тәхттә олтириши), әслидә Давутқа: Кәлгүси бир заманда сениң әвладиң (Мәсиһ) дунияға келип, дунияни Худаниң падишалиғи қилиду» дегән вәдәмни чоқум әмәлгә ашуримән, дәпму көрситиду. 15:4 1Пад. 11:36 15:5 2Сам. 11:4, 15; 12:9 15:6 «Абиямниң пүтүн өмридә Рәһобоам билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип турди» — шүбһисизки, мошу айәттә «Рәһобоам» болса Рәһобоам җәмәтини вә «Йәробоам» болса Йәробоам җәмәтини көрситиду. 15:8 2Тар. 13:23 15:10 «униң чоң анисиниң исми Маақаһ болуп...» — бу ибаридә ибраний тилида «чоң аниси» дегән «униң аниси» билән ипадилиниду. Ибраний тилида гаһи вақитларда «ата» яки «ана» адәмниң әҗдатини көрситиду. Мәсилән, 11-айәтни көрүң. 15:12 «кәспий бәччивазлар» — бу кишиләр бутпәрәсликкә яки бутханиларға мунасивәтлик еди. 15:12 1Пад. 22:47 15:13 «у йәнә чоң аниси Маақаһни ... ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти» — «ханишлиқ мәртивиси»: Бу сөзгә қариғанда униң чоң аниси Маақаһ падишалиқта иккинчи орунда туратти. 15:13 2Тар. 15:16 15:15 Лав. 5:15 15:17 2Тар. 16:1 15:18 1Пад. 20:1; 2Тар. 16:2-14 15:24 2Тар. 16:13; 17:1 15:29 1Пад. 14:10, 14