43
Шундақ болдики, Йәрәмия уларниң Худаси Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлирини барлиқ хәлиққә ейтип түгәтти (Худаси Пәрвәрдигар Йәрәмияни уларға бу барлиқ сөзләрни ейтиш үчүн әвәткән), — шуниң билән Һошияниң оғли Азария вә Кареаһниң оғли Йоһанан вә шундақла барлиқ һали чоң адәмләр Йәрәмияға мундақ деди: — «Сән ялған ейтиватисән! Худайимиз Пәрвәрдигар сени бизгә: «Силәр Мисирда олтирақлишиш үчүн бармаңлар!» дейишкә әвәткән әмәс; бәлки Нерияниң оғли Баруқ чоқум сени бизгә қаршилаштуруп, бизни Калдийләрниң қолиға тапшурушқа күшкүртмәктә; шуниң билән улар бизни өлүмгә мәһкүм қилиду яки бизни Бабилға сүргүн қилиду».
Шуниң билән Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә барлиқ хәлиқ Пәрвәрдигарниң: «Йәһуда зиминида туруп қелиңлар» дегән авазиға қулақ салмиди; бәлки Кареаһниң оғли Йоһанан вә барлиқ ләшкәр башлиқлири һайдиветилгән барлиқ әлләрдин Йәһуда зиминида олтирақлишишқа қайтип кәлгән Йәһуданиң пүтүн қалдисини, йәни әрләр, қиз-аяллар, балилар вә падишаниң қизлирини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған һәр бир кишини һәмдә Йәрәмия пәйғәмбәр һәм Нерияниң оғли Баруқни елип, Мисир зиминиға кирип кәлди; улар Пәрвәрдигарниң әмригә итаәт қилмиди. Улар Таһпанәс шәһиригә йетип кәлди.
 
Бешарәт — Небоқаднәсар Мисирға бесип кирип, булаң-талаң қилиду
Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға Таһпанәстә келип мундақ дейилди: —
Йәһудийларниң көз алдидила, қолуңға бир нәччә чоң ташларни елип Пирәвнниң Таһпанәстики ордисиниң кириш йолиниң йенидики хишлиқ йолдики сеғиз лайға көмүп йошуруп, 10 уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Мениң қулум болған Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақирип епкелимән, у мән көмүп йошурған бу ташлар үстигә өз тәхтини салиду; уларниң үстигә шаһанә чедирини йейип тикиду. 11 У келип Мисир зиминида җәң қилиду; өлүмгә бекитилгәнләр өлиду; сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болиду; қиличқа бекитилгәнләр қиличлиниду.    12 Мән Мисирдики бутларниң өйлиригә от яқтурғузимән; у уларни көйдүрүп, бутлирини елип сүргүн қилиду; қой падичиси өз тонини кийгәндәк Небоқаднәсарму Мисир зиминини өзигә кийивалиду; у шу йәрдин аман-есән чиқиду. 13 У Мисир зиминидики «Қуяш ибадәтханиси»дики түврүкләрни чеқиветиду; у Мисирдики бутлириниң өйлиригә от қоюп көйдүриветиду.
 
 
43:2 «Һошаяниң оғли Азария» — бу адәм 42:1дики «Һошаяниң оғли Йәзания» дегән адәм билән бир болуши мүмкин. 43:10 Йәр. 25:9; 27:6 43:11 «У (Небоқаднәсар) келип Мисир зиминида җәң қилиду; өлүмгә бекитилгәнләр өлиду» — бу айәттики «өлүм» бәлким вабани көрситиду. 15:2ниму көрүң. 43:11 Йәр. 15:2; Зәк. 11:9 43:12 «Қой падичиси өз тонини кийгәндәк Небоқаднәсарму Мисир зиминини өзигә кийивалиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Небоқаднәсар) қой падичиси өз тонидики питларни тәргәндәк Мисир зиминидин һеч нәрсә қалдурмай һәммини теривалиду». Айәттики ибраний тили икки бислиқ болғачқа, иккила тәрҗимиси бәлким тоғра болушиму мүмкин. Йәнә шуни дейишимиз керәкки, қойлар вә қой падичилири Мисирлиқларға интайин жиркиничилик болған («Яр.» 46:34ни көрүң). Шуниң билән бешарәт Мисирлиқлар үчүн интайин кинайилик, еғир гәп болуши керәк еди. 43:13 «Қуяш ибадәтханиси» — Мисирдики «Хеләополис», йәни «Он» дегән шәһәргә җайлашқан. У һазирқи Қаһирә шәһириниң он километр шәриқ тәрипидә. «У Мисирдики бутлириниң өйлиригә от қоюп көйдүриветиду» — миладийәдин илгәрки 568-жили Небоқаднәсар Мисирға таҗавуз қилған; бу вақиәдин илгири башқа бир таҗавузлуқниң бар-йоқлуғи тоғрилиқ техи хәвәримиз йоқ.