16
Йәрәмияға той қилмаслиқ, матәм тутмаслиқ вә бәзмиләргә қатнашмаслиқ буйрулиду
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — Сән аял затини әмриңгә алмайсән, шундақла мошу зиминда оғул-қиз пәрзәнт тапмайсән. Чүнки Пәрвәрдигар бу йәрдә туғулған оғул-қизлар, бу зиминда уларни туққан анилар вә уларни туғдурған атилар тоғрисида мундақ дәйду: — Улар әләмлик кесәлләр билән өлиду; улар үчүн һеч матәм тутулмайду, улар көмүлмәйду; өлүклири тезәктәк тупрақ йүзидә ятиду, улар қилич, қәһәтчилик билән йәп кетилиду; җәсәтлири асмандики учар-қанатлар вә зиминдики һайванатлар үчүн озуқ болиду. Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Йәрәмия, һаза болуватқан һеч бир өйгә кирмә, яки өлгәнләр үчүн аһ-зар көтириш яки өкүнүшкә барма; чүнки Мән бу хәлиқтин хатирҗәмлигимни, меһир-муһәббитимни вә рәһимдилликлиримни елип ташлидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
Улуқлардин тартип пәсләргичә бу зиминда өлиду; улар йәргә көмүлмәйду; һеч ким улар үчүн аһ-зар көтәрмәйду, яки уларни дәп, я әтлирини тилмайду, я чачлирини чүшүрүвәтмәйду;    улар қарилиқ тутқанларни йоқлап, нан уштумайду, өлгәнләр үчүн көңүл соримайду; ата-аниси өлгәнләр үчүн һеч ким тәсәлли қәдәһини сунмайду. Сән болсаң әл-жут билән биллә йәп-ичишкә той-бәзмә болған өйгиму кирмә; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз күнлириңларда вә өз көз алдиңларда, бу йәрдин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизниң авазлирини тохтитимән.
 
Сүргүн болуш, андин зиминға қайтурулуш
10 Шундақ болидуки, сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «Немишкә Пәрвәрдигар мошундақ зор бир күлпәтни бешимизға чүшүрүшкә бекиткән? Бизниң қәбиһлигимиз зади немә? Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду.    11 Әнди сән уларға мундақ дәйсән: — Чүнки ата-бовилириңлар Мәндин ваз кәчкән, — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болған, уларға чоқунған; улар Мәндин ваз кәчкән, Тәврат-қанунумни һеч тутмиған; 12 силәр болсаңлар, ата-бовилилириңлардин техиму бәттәр қилғансиләр; мана, һәр бириңлар өз рәзил көңлидики җаһиллиқниң кәйнигә кирип, Маңа һеч қулақ салмиғансиләр; 13 Шуңа Мән силәрни бу зиминдин елип, силәр яки ата-бовилириңлар һеч билмәйдиған башқа бир зиминға ташлаймән; силәр шу йәрдә кечә-күндүз башқа илаһларниң қуллуғида болисиләр; чүнки Мән силәргә һеч меһирни көрсәтмәймән.
14 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду, 15 бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималий зиминидин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ зиминләрдин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Чүнки Мән уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминиға қайтуримән. 16 Һалбуки, мана һазир болса, Мән нурғун белиқчиларни әвәтип уларни тутқузушқа чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — андин нурғун овчиларни әвәтип уларни қоғлап овлашқа чақиримән; улар уларни һәр бир тағдин, һәр бир егизликтин, қия ташларниң ғар-қисилчақлиридин тепивалиду. 17 Чүнки көзлирим уларниң барлиқ йоллири үстидә туриду; улар алдимда һеч суқуналмиди, уларниң қәбиһлиги көзлиримдин һеч йошурулмиди. 18 Лекин Мән авал уларниң қәбиһлигини вә гунайини бешиға һәссиләп қайтуримән; чүнки улар зиминимни жиркиничлик нәрсиләрниң өлүклири билән булғиған, Мениң мирасимни ләнәтлик нәрсилири билән толдурған.  
 
Йәрәмия сөз қистуриду
19 — И Пәрвәрдигар, Сән мениң күчүм вә қорғинимсән, азап-оқубәт күнидә башпанаһимсән. Әлләр болса йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин йениңға келиду вә: «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған; бу нәрсиләрдә һеч пайда йоқтур. 20 Инсанлар өз-өзигә худаларни ясаламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!» — дәйду.
 
Пәрвәрдигарниң сөзиниң давами
21 — Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән; шуниң билән улар Мениң намимниң Пәрвәрдигар екәнлигини билиду!  
 
 
16:4 Йәр. 7:33; 9:22; 14:16; 15:2, 3; 25:33; 34:20 16:6 «әтлирини тилиш» вә «чачни чүшүрүш» — булар қаттиқ қайғуни билдүрәтти. «әтлирини кесиш» адити Тәвратта мәнъий қилинған. 16:6 Лав. 19:28; Қан. 14:1 16:9 Йәш. 24:7, 8; Йәр. 7:34; 25:10; Әз. 26:13 16:10 «Сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «... Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду» — шүбһисизки, Йәрәмияниң уларниң той-нәзирлиригә кирмәслиги уларниң қизиқишини қозғайтти. 16:10 Йәр. 5:19 16:12 Йәр. 3:17; 7:26; 9:14; 11:10; 13:10; 17:23 16:13 Қан. 4:27; 28:64,65 16:14 Йәр. 23:7, 8 16:16 «Мән... нурғун белиқчиларни ... нурғун овчиларни әвәтип...» — «белиқчилар» вә «овчилар» болса дүшмәнләрни көрситиду, әлвәттә. 16:17 Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 32:19 16:18 «жиркиничлик нәрсилири... ләнәтлик нәрсилири...» — бутлири қатарлиқларни көрситиду. «жиркиничлик нәрсилириниң өлүклири» — бәлким «Дәрвәқә, әрзимәсләр!» дәп ташливәткән бутлирини яки шу бутларға қурбанлиқ қилған нәрсиләрни көрситиши мүмкин. 16:18 Йәр. 3:2; Әз. 43:7 16:19 «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған» — «ялғанчилиқ һәм бимәнилик» йәнә «сахта илаһлар», бутларни көрситиду. 16:21 «Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән...» — бу җүмлидики әң муһим сөз «шуңа»дур. Әгәр кәлгүсидә «ят әлләр» Худани убдан тонуйдиған болса, ундақта Худаниң Өз хәлқи болған Исраил Худани тонуши керәк әмәсму? 16:21 Йәр. 33:2