13
Чирип кәткән ич тамбалдин алған савақ
1 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Барғин, канап ич тамбални ал, белиңгә бағла; лекин уни суға чилима.
2 Шуңа Пәрвәрдигар маңа дегәндәк мән бир ич тамбални алдим вә белимгә бағлап қойдум.
3 Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим маңа келип мундақ дейилди: —
4 «Сән пулға алған, белиңгә бағланған ич тамбални елип, орнуңдин тур, Фратқа берип шу йәрдә ташниң йериқиға йошуруп қой».
5 Шуңа мән бардим вә Пәрвәрдигар маңа буйруғандәк уни Фратқа йошуруп қойдум.
6 Көп күнләр өткәндин кейин, Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, Фратқа берип, Мән саңа шу йәргә йошурушқа буйруған ич тамбални қолуңға ал» — деди.
7 Шуңа мән Фратқа бардим; мән йошурған йәрдин ич тамбални колап чиқирип қолумға алдим; мана, ич тамбал сесип чирип кәткән еди, пүтүнләй кийгүсиз болған еди.
8 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһуданиң пәхрини вә Йерусалимниң чоң пәхрини мошу һалда йоқитимән;
10 Мениң сөзлиримни аңлашни рәт қилған, көңлидики җаһиллиғида маңидиған, башқа илаһларниң қуллуғида болуп, уларға ибадәт қилишқа интилидиған бу рәзил хәлиқ пүтүнләй кардин чиққан бу ич тамбалға охшаш болиду.
11 Чүнки худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа йеқин бир хәлиқ болсун, Маңа нам-аброй, мәдһийә вә шан-шәрәп кәлтүрсун дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар һеч қулақ салмиди.
12 Уларға мошу сөзни дегин: — Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк». Улар саңа: «Әҗәба, һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәклигини убдан билмәмдуқ?» — дәйду;
13 Сән уларға мундақ дәйсән: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, мән бу зиминда барлиқ туруватқанларни, Давутқа вәкил болуп униң тәхтигә олтарған падишаларни, каһинларни вә пәйғәмбәрләрни һәмдә Йерусалимда барлиқ туруватқанларни мәслик-беһошлуқ билән толдуримән.
14 Мән уларни бир-биригә, йәни ата билән оғуллириниму охшашла бир-биригә соқушқа салимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларға ичимни ағритмаймән, уларни айимаймән, уларға рәһим қилмаймән; уларни набут қилишқа һеч нәрсә мени тосумайду.
15 Аңлаңлар, қулақ селиңлар, һали чоң болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
16 Әнди У бешиңларға зулмәт чүшүргичә, путуңлар завал чүшкән тағларда путлашқандәк путлашқичә, У силәр издигән нурни өлүм сайисиға, қап қараңғулуққа айландурғичә, Пәрвәрдигар Худайиңларға лайиқ шан-шәрәп қайтуруңлар!
Йәрәмия өз дәрд-әлимини хәлиққә билдүриду
17 Буни аңлимисаңлар, силәрниң һакавурлуғуңлар түпәйлидин җеним йошурунчә жиғлайду; аччиқ жиғлап көз яшлирим еқип ташиду; чүнки силәр, и Пәрвәрдигарниң падиси, сүргүн қилинисиләр.
Пәрвәрдигарниң сөзи давамлишиду
18 Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар; чүнки көркәм таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин.
19 Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду; пүткүл Йәһуда сүргүн болиду; уларниң һәммиси әсиргә чүшүп сүргүн болиду.
20 Бешиңни көтәр, и Зион, шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?
21 Пәрвәрдигар сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң! Шу тапта толғақ тутқан аялдәк азап-оқубәтләр сени тутмамду?
22 Сән әгәр көңлүңдә: Бу ишлар немишкә бешимға чүшти? — дәп сорисаң, бу ишлар қәбиһлигиң интайин еғир болғанлиғидин болди — көйникиң салдуруп ташланди, йотилириң зораванлиқта ашкариланди.
23 Ефиопийәлик қара терисини өзгәртәләмду? Яки илпиз чипар тәңгилирини өзгәртәләмду? Ундақ болғанда силәр рәзилликни қилишқа көнгәнләрму яхшилиқни қилалайдиған болисиләр!
24 Әнди чөл-баявандики шамал һайдивәткән самандәк Мән силәрни һайдап чачимән.
25 Бу сениң ақивитиң болиду, Мән саңа бекиткән несивәң, — дәйду Пәрвәрдигар; чүнки сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән.
26 Шуңа Мән көйникиңниң пәшлирини йүзүң үстигә көтирип ташлаймән, номусуң көрүлиду.
27 Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! — Барлиқ жиркиничликлириңни көрдум! Һалиңға вай, и Йерусалим! Сән пак қилинишни қачанғичә рәт қилмақчисән?!