2
Һәммә адәмгә охшаш муамилә қилиш
1 Қериндашлирим, шан-шәрәп Егиси болған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң етиқат йолини тутқан екәнсиләр, адәмниң ташқи қияпитигә қарап муамилә қилидиғанлардин болмаңлар.
2 Чүнки синагогиңларға алтун үзүк тақиған, есил кийингән бир бай билән тәң җул-җул кийингән бир кәмбәғәл кирсә,
3 силәр есил кийингәнни әтиварлап «Төргә чиқип олтарсила!» десәңлар, кәмбәғәлгә, «У йәрдә тур!» яки «Аяқ тәрипимдә олтар!» десәңлар,
4 өз ара айримичилиқ қилған вә инсанлар үстидин яман нийәт һөкүм чиқарғучилардин болған болмамсиләр?!
5 Қулақ селиңлар, и сөйүмлүк қериндашлирим — Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни етиқатта бай болуш һәмдә уларни Өзини сөйгәнләргә беришкә вәдә қилған падишалиғиға мирасхор болушқа таллиған әмәсму?
6 Бирақ силәр кәмбәғәлләрни көзгә илмидиңлар! Байлар силәрни әзгән вә сот-сорақларға сөригән әмәсму?
7 Үстүңләргә қоюлған әшу мубарәк намға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму?
8 Муқәддәс язмилардики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» дегән шаһанә қанунға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр.
9 Лекин кишиләргә икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр, Тәврат қануни тәрипидин хилаплиқ қилғучилар дәп бекитилисиләр.
10 Чүнки бир киши пүтүн Тәврат қануниға әмәл қилдим дәп туруп, һәтта униңдики бирла әмиргә хилаплиқ қилса, у пүтүн қанунға хилаплиқ қилғучи һесаплиниду.
11 Чүнки: «зина қилма» Дегүчи һәм «қатиллиқ қилма»му дегән. Шуңа, зина қилмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила пүтүн Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән баравәр болисиләр.
12 Шуңа сөз-әмәллириңлар адәмни әркинликкә ериштүридиған қанун алдида сорақ қилинидиғанларниң салаһийитигә уйғун болсун.
13 Чүнки башқиларға рәһим қилмиғанларниң үстидин чиқиридиған һөкүм рәһимсиз болиду. Әнди «рәһим қилиш» «һөкүм чиқириш»ниң үстидин ғәлибә қилип тәнтәнә қилиду.
Етиқат вә әмәлийәт
14 И қериндашлирим! Бириси ағзида, «Мәндә етиқат бар» дәп туруп, амма униңда мунасип әмәллири болмиса, униң немә пайдиси? Бундақ етиқат уни қутқузаламду?
15-16 Әнди әгәр ака-ука яки ача-сиңиллардин бири ялаңач қалса яки күндилик йемәклиги кам болса, силәрдин бири уларға: «Худаға аманәт, кийимиңлар пүтүн, қосиғиңлар тоқ қилинғай!» дәп қоюпла, тениниң һаҗитидин чиқмиса, буниң немә пайдиси?
17 Шуниңға охшаш ялғуз етиқатла болуп, униңға мунасип әмәллири болмиса, бундақ етиқат өлүк етиқаттур.
18 Лекин бәзибир адәмләр: «Сәндә етиқат бар, мәндә болса әмәл бар» дәп талишиду. Лекин мән: «Әмәлсиз болған етиқатиңни маңа көрситә қени?!», «Мән етиқатимни әмәлләр билән көрситимән» дәймән.
19 — Сән «Худа бир» дәп ишинисән — Барикалла! Лекин һәтта җинларму шуниңға ишиниду, шундақла қорқуп дир-дир титрәйдуғу!
20 Әй, қуруқ хиял адәм! Әмәллири йоқ етиқатниң өлүк етиқат екәнлигини қачанму биләрсән?
21 Атимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурбангаһ үстигә сунғанда өз әмили арқилиқ һәққаний дәп җакаланған әмәсму?
22 Әнди шуни көрүвелишқа болидуки, униң етиқати мунасип әмәлләрни қилди вә етиқати әмәлләр арқилиқ мукәммәл қилинди.
23 Мана бу иш Тәвраттики: «Ибраһим Худаға етиқат қилди. Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән язмини испатлайду, шундақла у «Худаниң дости» дәп аталди.
24 Буниңдин шуни көрәләйсиләрки, инсанлар етиқати биләнла әмәс, бәлки әмәллири билән һәққаний дәп җакалиниду.
25 Мошуниңға охшаш, паһишә аял Раһаб Исраил чарлиғучилирини өз өйидә күтүп, уларни башқа йол билән қачурувәткәнлиги үчүн, у охшашла иш-әмили билән һәққаний дәп җакаланған болмамду?
26 Тән роһ болмиса өлүк болғандәк, әмәллири йоқ етиқатму өлүктур.