17
Исраилларниң бутпәрәслик йолиға кириши
1 Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди.
2 У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.
3 Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди.
4 Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди.
5 Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.
6 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.
Микаһниң бир Лавийни «каһин болуш»қа яллиши
7 Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди.
8 Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти.
9 Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җававән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди.
10 Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк-ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди.
11 Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди.
12 Андин Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди. Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.
13 Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.