15
Шимшонниң Филистийләр билән қаршилишишқа башлиши
1 Амма бир нәччә вақит өтүп буғдай оруш мәзгили кәлгәндә шундақ болдики, Шимшон бир оғлақни елип өз аялиниң өйигә берип: «Мән хотунумниң қешиға униң һуҗрисиға киримән» деди. Лекин аялиниң атиси уни ичкиригә киришигә йол қоймиди.
2 Қейинатиси униңға: — Мән һәқиқәтән сизни униңға мутләқ өч болуп кәтти, дәп ойлидим; шуңа мән уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим. Һалбуки, униң кичик сиңлиси униңдин техиму чирайлиққу? Униң орниға шуни алған болсиңиз! — деди.
3 Амма Шимшон уларға: — Әнди мән бу қетим Филистийләргә зиян йәткүзсәм, маңа гуна болмайду! — деди.
4 Шуни дәп Шимшон берип үч йүз чилбөрини тутуп келип, отқашларни тәйярлап, чилбөриләрни җүпләп қуйруқлирини бир-биригә четип, икки қуйриқиниң оттурисиға бирдин отқашни асти;
5 отқашларға от йеқип чилбөриләрни елип берип, Филистийләрниң етиздики ормиған зираәтлиригә қоюп бәрди. Шуниң билән у дога-дога өнчиләрни, орулмиған зираәтләрни, шундақла зәйтун бағлириниму көйдүрүвәтти.
6 Филистийләр буни көрүп: Буни ким қилди, — дәп сориса, хәлиқ җавап берип: — Тимнаһлиқ адәмниң күйоғли Шимшон қилди; қейинатиси униң аялини униң қолдишиға беривәткини үчүн шундақ қилди, — деди. Шуниң билән Филистийләр чиқип, у аял билән атисини отта көйдүрүвәтти.
7 Шимшон уларға: — Силәр шундақ қилғиниңлар үчүн, мән силәрдин интиқам алмай болди қилмаймән, — деди.
8 Шуниң билән Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти; андин у берип Етам қорам тешиниң өңкиридә турди.
9 У вақитта Филистийләр чиқип, Йәһуда жутида чедир тикип, Леһи дегән җайда йейилди.
10 Йәһудалар болса: — Немишкә бизгә һуҗум қилмақчи болисиләр? — девиди, улар җавап берип: — Биз Шимшонни тутуп бағлап, у бизгә қандақ қилған болса, бизму униңға шундақ қилимиз, дәп чиқтуқ, — деди.
11 Шуниң билән Йәһуда жутидики үч миң киши Етам қорам тешиниң өңкиригә чүшүп, Шимшонға: — Сән Филистийләрниң үстимиздин һөкүм сүрүватқинини билмәмсән? Шуни билип туруп, сән немишкә бизгә шундақ қилдиң? — деди. У уларға: — Улар маңа қилғандәк, мәнму уларға қилдим, дәп җавап бәрди.
12 Улар униңға: — Биз сени бағлап Филистийләрниң қолиға тапшуруп бериш үчүн кәлдуқ, девиди, Шимшон уларға: — «Биз өзимиз саңа һуҗум қилип өлтүрмәймиз», дәп маңа қәсәм қилиңлар, деди.
13 Улар униңға: — Сени өлтүрмәймиз; пәқәт сени чиң бағлап, уларниң қолиға тапшуруп беримиз; һәргиз өлүмгә мәһкүм қилмаймиз, дәп җавап бәрди. Шуни дәп улар икки йеңи арғамча билән уни бағлап, қорам ташниң үстидин елип маңди.
14 У Леһигә кәлгәндә, Филистийләр вақирашқиничә униң алдиға жүгүрүшүп кәлди. Амма Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, қоллирини бағлиған арғамчилар от туташқан кәндир жиптәк үзүлүп, түгүчләр қоллиридин йешилип кәтти.
15 Андин у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп, қолини узитипла елип, униң билән миң адәмни уруп өлтүрди.
16 Шимшон: —
«Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән адәмләрни өлтүрүп,
Уларни дога-дога қиливәттим,
Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән миң адәмни өлтүрдүм!» — деди.
17 Буларни дәп ешәкниң еңәк сүйигини ташливәтти. Шуниңдәк у шу җайға «Рамот-Леһи» дәп нам қойди.
18 У интайин уссап Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Сән Өз қулуңниң қоли билән бунчә чоң нусрәтни барлиққа кәлтүрдүң, әнди мән һазир уссузлуқтин өлүп, хәтнисизләрниң қолиға чүшүп қалармәнму? — деди.
19 Шуниң билән Худа леһидики азгални ярди, су униңдин урғуп чиқти. Шимшон ичип, роһи урғуп җан кирди. Бу сәвәптин бу булаққа «Ән-Һаккорә» дәп нам қоюлди; та бүгүнгичә у Леһида бар.
20 Шимшон Филистийләрниң дәвридә жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди.