61
Зионниң парлақ келәчики — давами •••• «Пәрвәрдигарниң қули»ниң йәнә бир сөзи
1 «Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда,
Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән.
У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа,
Тутқунларға азатлиқни,
Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти;
2 Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини,
Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа,
Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти.
3 Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә,
Күлләрниң орниға гөзәлликни,
Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини,
Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға,
Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти;
Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири»,
«Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду,
Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду.
4 Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду,
Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду,
Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду;
5 Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду;
Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду.
6 Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр;
Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду;
Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду,
Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр.
7 Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду;
Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду;
Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду;
Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду.
8 Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән;
Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән;
Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән;
Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән.
9 Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида,
Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду;
Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки,
«Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»».
Мәсиһ йәнә сөз қилиду
10 — «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән,
Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду;
Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк,
Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк,
У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди,
Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди.
11 Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк,
Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк,
Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду».