32
Йеңи падиша вә униң йеңи җәмийити
1 Мана, һәққанийлиқ билән һөкүмранлиқ қилғучи бир падиша чиқиду;
Әмирләр болса тоғра һөкүм чиқирип идарә қилиду.
2 Һәм шамалға далда болғидәк,
Боранға панаһ болғидәк,
Қағҗирақ җайға ериқ-сулардәк,
Чаңқап кәткән зиминға қорам ташниң сайисидәк болған бир адәм чиқиду.
3 Шуниң билән көргүчиләрниң көзлири һеч торлашмайду,
Аңлайдиғанларниң қулиқи ениқ тиңшайду;
4 Бәңбашниң көңли билимни тонуп йетиду,
Кекәчниң тили тез һәм ениқ сөзләйду.
5 Пәсәндиләр әнди пәзиләтлик дәп аталмайду,
Пиқсиқ ипласлар әнди мәрт дәп аталмайду,
6 Чүнки пәсәндә адәм пәсликни сөзләйду,
Униң көңли бузуқчилиқ тәйярлайду,
Ипласлиқ қилишқа,
Пәрвәрдигарға дағ кәлтүрүшкә,
Ачларниң қосиғини ач қалдурушқа,
Чаңқиғанларниң ичимлигини йоқитиветишкә нийәтлиниду.
7 Бәрһәқ, иплас адәмниң тәдбирлири қәбиһтур;
У қәстләрни пәмләп олтириду,
Мөминләрни ялған гәп билән,
Йоқсулниң дәвасида гәп қилип уни вәйран қилишни пәмләп олтириду.
8 Пәзиләтлик адәмниң қилған нийәтлири бәрһәқ пәзиләтликтур;
У пәзиләттә муқим туриду.
Мәңгүлүк бәхитни яки балаю-апәтни — һазир таллаш керәк!
9 Орнуңлардин туруп, и хатирҗәм аяллар, авазимни аңлаңлар!
И әндишисиз қизлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
10 Бир жил өтә-өтмәйла, и беғәм аяллар,
Паракәндә қилинисиләр!
Чүнки үзүм һосули бекарға кетиду,
Мевә жиғиш йоқ болиду.
11 И хатирҗәм аяллар, титрәңлар!
И әндишисиз қизлар, патипарақ болуңлар!
Кийимиңларни селиветиңлар, өзүңларни ялаң қилиңлар, чатриқиңларға бөз бағлаңлар!
12 Гөзәл етиз-бағлар үчүн,
Мевилик үзүм таллири үчүн мәйдәңларға уруп һәсрәт чекиңлар!
13 Үстидә тикән-янтақлар өсидиған өз хәлқимниң зимини үчүн,
Шат-хурам өйләр, вараң-чуруң қилип ойнайдиған бу шәһәр үчүн қайғуруңлар!
14 Чүнки орда ташлиниду,
Адәмләр билән лиқ толған шәһәр адәмзатсиз болиду,
Истиһкам вә күзәт мунарлири узун заманғичә пәқәтла явайи ешәкләр зоқ алидиған,
Қой падилири озуқлинидиған боз йәрләр болиду.
15 Таки Роһ бизгә жуқуридин төкүлгичә,
Далалар мевилик бағ-етизлар болғичә,
Мевилик бағ-етизлар орманзар дәп һесапланғичә шу пети болиду.
16 Шу чағда адаләт далани,
Һәққанийлиқ мевилик бағ-етизларни макан қилиду.
17 Һәққанийлиқтин чиқидиғини хатирҗәмлик болиду,
Хатирҗәмликниң нәтиҗиси болса мәңгүгә болидиған арам-течлиқ вә аман-есәнлик болиду.
18 Шуниң билән мениң хәлқим хатирҗәм маканларда,
Ишәшлик туралғуларда вә тинич арамгаһларда туриду.
Җаза чүшүрүлгәндин кейинки бәхит-бәрикәт
19 Орман кесилип жиқитилғанда мөлдүр яғсиму,
Шәһәр пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилсиму,
20 Су бойида уруқ териғучилар,
Кала вә ешәкләрни кәң далаға қоюветидиғанлар бәхитликтур!