44
Йүсүпниң қериндашлирини ахирқи қетим синиши
1 Андин у өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу кишиләрниң тағарлирини елип көтирәлигидәк ашлиқ қачилап, һәр бириниң пулини тағириниң ағзиға селип қойғин;
2 андин мениң җамимни, йәни күмүч җамни ашлиқниң пули билән биллә әң кичигиниң тағириниң ағзиға селип қойғин, — деди. У адәм Йүсүпниң дегинидәк қилди.
3 Әтиси таң йориғанда, улар ешәклири билән биллә йолға селип қоюлди.
4 Лекин улар шәһәрдин чиқип анчә узун маңмайла, Йүсүп ғоҗидариға: — Орнуңдин тур, бу адәмләрниң кәйнидин қоғлиғин; уларға йетишкиниңдә уларға: «Немишкә яхшилиққа яманлиқ қайтурдуңлар?
5 Ғоҗам шу җамда шарап ичиду һәмдә униңда пал ачиду әмәсму?! Мундақ қилғиниңлар рәзиллик қилғиниңлар болмамду!» дегин, — деди.
6 Бу адәм уларниң кәйнидин йетишип берип, уларға бу сөзләрни қилди.
7 Улар униңға җававән: — Ғоҗимиз немишкә мундақ гәп қилиду? Мундақ ишни қилиш кәминилиридин нери болсун!
8 Биз әслидә тағарлиримизниң ағзидин тапқан пулниму Қанаан зиминидин силиниң қашлириға қайтуруп беришкә әкәлгән едуқ. Шундақ туруқлуқ қандақму ғоҗилириниң өйидин алтун-күмүчни оғрилайли?
9 Кәминилириңниң арисида кимдин бу җам тепилса, шу өлүмгә мәһкүм болсун, бизму ғоҗимизниң қуллири болайли, — деди.
10 Ғоҗидар җававән: — Ейтқан сөзлириңлардәк болсун; җам кимниң йенидин тепилса, шу киши қулум болуп қелип қалсун, қалғанлириңлар бегуна болисиләр, — деди.
11 Шуниң билән улар алдирап-тенәп, тағарлирини йәргә чүшүрүп, һәр бири өз тағирини ечип бәрди.
12 Ғоҗидар чоңиниңкидин башлап кичигиниңкигичә ахтурди, җам Биняминниң тағиридин тепилди.
13 Буни көрүп улар кийимлирини житишип, һәр бири ешигигә қайтидин жүкни артип, шәһәргә қайтти.
Йәһуданиң Бинямин үчүн йелиниши
14 Шундақ қилип Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң өйигә кәлди; у техи шу йәрдә еди. Улар униң алдиға келип өзлирини йәргә етишти.
15 Йүсүп уларға: — Бу силәрниң зади немә қилғиниңлар? Мениңдәк адәмниң чоқум пал ачалайдиғанлиғини билмәмтиңлар? — деди.
16 Йәһуда җававән: — Биз ғоҗимизға немиму дейәләймиз? Немә гәп қилалаймиз, қандақ қилип өзимизни ақлалаймиз? Худа кәминлириниң қәбиһлигини ашкарә қилди. Мана, биз вә қолидин җамлири тепилған киши һәммимиз ғоҗимизға қул болидиған болдуқ, — деди.
17 Лекин Йүсүп: — Мундақ қилиш мәндин нери болсун! Бәлки җам кимниң қолидин тепилған болса пәқәт шу киши мениң қулум болиду. Лекин қалғанлириңлар аман-есән атаңларниң қешиға кетиңлар, — деди.
18 Андин Йәһуда униңға йеқин берип мундақ деди: — Әй ғоҗам, кәминилиригә қулақ селип ғоҗамниң қулиқиға бир еғиз гәп қилишқа иҗазәт бәргәйла. Ғәзәплири кәминилиригә туташмиғай; чүнки өзлири Пирәвнгә охшаш екәнла.
19 Әслидә ғоҗам кәминилиридин: «Атаңлар я иниңлар барму?» дәп соривидила,
20 биз ғоҗимизға җававән: «Бизниң бир қери атимиз бар вә у қериғанда тапқан, яш бир балисиму бар. Бу балиниң бир анисидин болған акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди; униң атиси уни интайин сөйиду» десәк,
21 Сили кәминилиригә: «Униң өзини қешимға елип келиңлар, мән уни өз көзүм билән көрәй» дедилә.
22 Биз ғоҗимизға җавап берип: «Жигит атисидин айрилалмайду; әгәр атисидин айрилса, атиси өлүп кетиду» десәк,
23 Сили йәнила кәминилиригә: «Әгәр кичик иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни йәнә көримиз дәп хиял қилмаңлар» дегән едила.
24 Шуниң билән биз кәминилири атимизниң қешиға барғанда ғоҗамниң сөзлирини униңға ейттуқ;
25 андин атимиз йәнә: «Йәнә берип, бизгә азрақ ашлиқ елип келиңлар» девиди,
26 Биз җававән: «Биз шу йәргә қайтидин чүшәлмәймиз; әгәр кичик инимиз биз билән биллә болса, ундақта баримиз; чүнки кичик инимиз биз билән биллә болмиса, у затниң йүзи алдида туралмаймиз», дедуқ.
27 Силиниң қуллири бизниң атимиз бизгә йәнә: «силәргә мәлумки, аялим маңа икки оғул туғуп бәргән еди.
28 Бири мениң йенимдин чиқип, йоқ болуп кәтти; мән: у җәзмән титма-титма қиливетилипту, дәп ойлидим, шундақла уни бүгүнгичә көрмидим.
29 Әнди силәр буниму мениң қешимдин елип кетип, униңға бир келишмәслик келип қалса, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр», дегән еди.
30 Әнди мән силиниң қуллири мениң атамниң қешиға барғанда, шу бала биз билән болмиса униң җени балиниң җениға бағланған болғачқа,
31 шундақ болидуки, у балиниң йоқлуғини көрсә, җәзмән өлүп кетиду; шуниң билән силиниң қуллири бизниң атимиз болған бу ақ чачни дәрд-әләм ичидә тәһтисараға чүшүрүвәткән болимиз.
32 Чүнки мәнки кәминилири атамға бу жигит үчүн кепил болуп: «Әгәр мән уни қешиңға қайтуруп кәлмисәм пүткүл өмрүмдә атамниң алдида гунакар болай» дегән едим.
33 Шуңа һазир өтүнүп қалай, мәнки кәминилири у жигитниң орнида ғоҗамниң қешида қул болуп турсам, у жигит қериндашлири билән биллә қайтип кәтсә!
34 Чүнки жигит мән билән болмиса, мән қандақму атамниң қешиға баралаймән? Атамға шундақ азап-оқубәтниң чүшүшини көзүм көргүчи болмисун! — деди.